Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әстәр

Әстәр 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Үчинчи күни Әстәр шаһанә кийимлирини кийип, ординиң ичкирики һойлисиға кирип, падишаһниң өйлириниң удулида турди; падишаһ болса өз шаһанә өйидики тәхтидә, өйдин дәрвазиға қарап олтиратти.
2Падишаһ ханиш Әстәрниң һойлида турғинини көрди; ханиш униң нәзиридә илтипат тапқач, у қолидики алтун һасисини униңға тәңлиди. Әстәр алдиға келип шаһанә һасиниң учиға қолини тәккүзди.
3Падишаһ униңдин: — И ханишим Әстәр, бирәр ишиң бармиди? Немә тәливиң бар? Һәтта падишаһлиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шу саңа берилиду, деди.
4— Әгәр алийлириға лайиқ көрүнсә, падишаһимниң Һаманни елип өзлиригә тәйярлиған зияпитимгә дахил болуп қәдәм тәшрип қилишлирини өтүнимән, — деди Әстәр.
5Падишаһ: — Тез берип Һаманни қичқирип келиңлар, Әстәрниң дегинидәк қилинсун, — деди. Шуниң билән падишаһ Һаманни елип Әстәр тәйярлиған зияпәткә барди.
6Дәстихан үстидә шарап ичиливатқанда падишаһ Әстәргә: — Немә тәливиң бар? У саңа берилиду; немә илтиҗайиң бар? Һәтта падишаһлиғимниң йеримини тәләп қилсаңму шундақ қилиниду, деди.
7Әстәр униңға җавап берип: — Мениң тәливим вә илтиҗайим болса, —
8Мабада мән алийлириниң нәзиридә илтипатқа еришкән болсам, шундақла падишаһимға мениң тәлимни иҗабәт қилиш һәм илтиҗайимни орундаш мувапиқ көрүнсә, алийлириниң Һаманни биргә елип әтә силәргә тәйярлайдиған зияпитимгә йәнә бир қетим дахил болушлирини өтүнимән; әтә мән чоқум падишаһимниң әмри бойичә иш қилимән, — деди.
9Шу күни Һаман көңлидә яйрап, хошал-хурам қайтип чиқти; лекин Мордикайниң орда дәрвазисида униң алдида нә орнидин қопмай нә мидирлимай олтарғанлиғини көргәндә, көңли униңға қаттиқ қәһр-ғәзәпкә толди.
10Лекин Һаман ғәзивини бесивелип, өйигә кәлди-дә, дост-ағинилирини вә хотуни Зәрәшни чақиртип,
11өзиниң байлиқлириниң шан-шәриви, пәрсәндлириниң көплүги, шундақла падишаһниң өзини қандақ өстүрүп барлиқ һөрмәт-иззәткә сазавәр қилғанлиғи, өзини қандақ қилип падишаһниң һәммә әмирлири вә әмәлдарлиридин үстүн мәртивигә егә қилғанлиғи тоғрисида бир-бирләп сөзләп кәтти.
12Һаман йәнә: — Силәргә десәм, ханиш Әстәр мениңдин башқа меһман чиллимай, пәқәт падишаһ билән иккимизнила өзи тәйярлиған зияпәткә чиллиған еди, әтиму мени падишаһ билән биллә өзи тәйярләйдиған зияпәткә чиллиди.
13Шуғиниси, орда дәрвазисида олтарған һелиқи Мордикай дегән Йәһудийни көргинимдә, буларниң һәммиси маңа толиму мәнисиз туюлиду, деди.
14Андин аяли Зәрәш вә барлиқ дост-ағинилири униңға җавап берип: — Әллик гәз егизликтики дардин бирни тәйярлап, әтә әтигәндә падишаһтин Мордикайни дарға есишни тәләп қилсила болмидиму, шуниңдин кейин хошал яйриған һалда падишаһ билән биллә зияпәткә баридила, дейишти. Бу гәп Һаманни хуш қиливәтти, шуниң билән у дар яситип қойди.