1Он иккинчи ай, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, падишаһниң әмри билән ярлиғи иҗра қилинишқа аз қалған чағда, йәни Йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт қилип күткән күни, әксичә Йәһудийларниң өз дүшмәнлириниң үстидин ғалип келидиған күнигә айлинип кәтти.
2Йәһудийлар падишаһ Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә уларға қәст қилмақчи болғанларға һуҗум қилиш үчүн жиғилишқа башлиди; һеч ким уларниң алдида туралмайтти; улардин болған қорқунуч һәр бир әл-милләтни басқан еди.
3Һәр қайси өлкиләрдики бәгләр, валийлар, өлкә башлиқлири, шундақла падишаһниң ишлирини иҗра қилғучиларниң һәммиси Йәһудийларни қоллиди; чүнки Мордикайдин болған қорқунуч уларни басқан еди.
4Чүнки Мордикай дегән киши ордида интайин нопузлуқ болуп, нам-шөһрити һәммә өлкиләргә тарқалған еди; униң һоқуқи барғансери чоңийип кетивататти.
5Шуниң билән Йәһудийлар өзлириниң һәммә дүшмәнлирини қиличлап, қирғин қилип йоқатти; өзлиригә өч болғанларға қандақ қилишни халиса шундақ қилди.
6Шушан қәлъәсидила Йәһудийлар бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқатти.
7Улар йәнә Паршандата, Далфон, Аспата,
8Пората, Адалия, Аридата,
9Пармашта, Арисай, Аридай вә Вайизатани қәтл қилди;
10бу он адәм Һаммидатаниң нәвриси, Йәһудийларниң дүшмини болған Һаманниң оғли еди; лекин улар уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
11Шу күни Шушан қәлъәсидә қәтл қилинған адәм сани падишаһқа мәлум қилинди.
12Падишаһ ханиш Әстәргә: — Йәһудийлар Шушан қәлъәсидә бәш йүз адәмни қәтл қилип йоқитипту, йәнә Һаманниң он оғлини қәтл қипту; улар падишаһниң башқа өлкилиридә немә қилдикин? Әнди немә илтимасиң бар? У саңа берилиду. Йәнә немә тәливиң бар? Уму беҗа әйлиниду, — деди.
13— Алийлириға мувапиқ көрүнсә, Шушандики Йәһудийларниң әтиму бүгүнки ярлиқта дейилгәндәк иш қилишиға һәмдә Һаманниң он оғлиниң җәсәтлирини дарға есип қоюшқа иҗазәт бәргәйла, деди Әстәр.
14Падишаһ шундақ қилишқа буйруқ чүшүрди; ярлиқ Шушан қәлъәсидә чиқирилғанда, кишиләр Һаманниң он оғлини дарға есип қоюшти.
15Адар ейиниң он төртинчи күни Шушандики Йәһудийлар йәнә жиғилип үч йүз адәмни өлтүрди; лекин уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди.
16Падишаһниң һәр қайси башқа өлкилиридики қалған Йәһудийлар жиғилип өз җанлирини сақлашқа сәптә туруп өзлиригә өч болғанлардин җәмий йәтмиш бәш миң адәмни өлтүрди, амма уларниң мал-мүлкини олҗа қилишқа қол салмиди. Шуниң билән улар дүшмәнлиридин қутулуп арамлиққа муйәссәр болди.
17Бу Адар ейиниң он үчинчи күнидики иш еди; он төртинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
18Лекин Шушандики Йәһудийлар болса он үчинчи, он төртинчи күнлири топлишип җәң қилди; он бәшинчи күни улар арам алди, шу күнни зияпәт берип шатлинидиған күн қилип бекитти.
19Шу сәвәптин сәһрадики Йәһудийлар, йәни йеза-қишлақларда туруватқан Йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини зияпәт берип шатлинидиған мубарәк күн бекитип, бир-биригә соға-салам беришидиған болди.
20Мордикай бу вақиәләрни хатириләп һәмдә Аһашверошниң һәр қайси өлкилириниң жирақ-йеқин җайлирида туруватқан барлиқ Йәһудийларға мәктупларни йоллиди.
21Шундақ қилип у уларниң арисида һәрйили Адар ейиниң он төрт, он бәшинчи күнини байрам қилип өткүзүлсун дәп бекитти;
22у бу икки күнни Йәһудийларниң дүшмәндин қутулуп арамлиққа еришкән күни сүпитидә, шу айни уларниң қайғу-һәсрити шатлиққа, жиға-зерәлири мубарәк күнгә айланған ай сүпитидә әсләп, бу икки күнни зияпәт қилип шатлинидиған, көпчилик бир-биригә салам-соға беридиған, кәмбәғәлләргә хәйр-еһсан қилидиған күн қилишқа буйруди.
23Шу сәвәптин Йәһудийлар дәсләп башлиған шу һейтни давамлаштурушқа вә шуниңдәк Мордикайниң уларға язғанлириниму орунлайдиғанға вәдә беришти.
24Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди.
25Лекин бу иш падишаһниң қулиқиға йәткәндә, падишаһ мәктупларни йезип, Һаман қәстлигән рәзил иш, йәни униң Йәһудийларни қәст қилған иши униң өз бешиға янсун, дәп ярлиқ чүшүрди; һәм кишиләр уни вә униң оғуллирини дарға асти.
26Шуңлашқа, кишиләр «пур» (чәк) дегән исим бойичә бу икки күнни «Пурим байрими» дәп атиди; шуңа Йәһудийлар әшу хәттә пүтүлгәнлири бойичә, һәм көргән, һәм баштин өткүзгәнлиригә асасән,
27өзлири, әвлатлири һәмдә өзлири билән бирләшкән барлиқ кишиләрниң пүтүлгән әһкамни тутуп, бәлгүләнгән вақитта әшу икки күнни һәр жили мәңгү үзүлдүрмәй байрам қилишини қарар қилди,
28шундақла бу икки күн һәр бир дәвирдә, һәр бир җәмәт-аилидә, һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрдә хатирилинип тәбриклнип турсун вә «Пурим байрими» болидиған мошу күнләрниң тәбриклиниши Йәһудий хәлқи ичидә мәңгү үзүлүп қалмисун, хатириләш паалийәтлири уларниң уруқ-нәсли арисидинму йоқап кәтмисун, дәп қарар қилди.
29Андин Абихаилниң қизи, ханиш Әстәр вә Йәһудий Мордикай Йәһудийларға язған «Пурим байрими» тоғрисидики шу иккинчи хәтни толуқ һоқуқи билән тәкитләп, йәнә бир хәтни йоллиди.
30Мордикай хатирҗәмлик вә һәқиқәтниң сөзлирини йәткүзидиған мәктупларни Аһашверошниң падишаһлиғидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики барлиқ Йәһудийларға әвәтип,
31Шу «Пурим» күнлири бәлгүләнгән вақитлирида өткүзүлсун, шуниңдәк Йәһудий Мордикай вә ханиш Әстәрниң тапилиғанлири бойичә, шундақла уларниң өз-өзигә вә нәслигә бекиткәнлири бойичә әйни вақиттики тутулған розилар вә көтирилгән нида-пәрядлар әсләп хатириләнсун, дәп тәкитлиди.
32Әстәрниң ярлиғи «Пурим байрими»дики шу ишларни бекитип бәрди; бу иш тарихнамиғиму пүтүлди.