1Падишаһ Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти.
2Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаһниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишаһлириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму?
3Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падишаһ Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.