Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Әстәр

Әстәр 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аһашверош (Һиндистандин Һәбәшистанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған Аһашверош)ниң тәхттики күнлиридә шундақ бир вақиә болди: —
2Шу күнләрдә, у падишаһ Аһашверош Шушан қәлъәсидики шаһанә тәхтидә олтарғинида,
3у сәлтәнәт сүрүп үчинчи жили барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға зияпәт бәрди; Парс вә Медианиң қошуни, шуниңдәк һәр қайси өлкиләрниң есилзадилири вә бәглириниң һәммиси униң һозуриға һазир болди.
4У сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини көп күнләр, йәни бир йүз сәксән күн көргәзмә қилди.
5Бу күнләр өтүп кәткәндин кейин падишаһ йәнә Шушан қәлъәсидики барлиқ хәлиққә чоң-кичик демәй, ординиң чарбеғидики һойлида йәттә күн зияпәт бәрди.
6У йәр ақ вә көк кәндир жиптин тоқулған пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләргә бекитилгән күмүч һалқиларға ақ рәңлик кәндир жип вә сөсүн жуңлуқ шойнилар билән есилған еди; ақ қашташ вә ақ мәрмәр ташлар, сәдәп вә қара мәрмәр ташлар ятқузулған мәйдан үстигә алтун-күмүчтин ясалған диванлар қоюлған еди.
7Ичимликләр алтун җамларда тутуп ичиләтти; җамлар бир-биригә охшимайтти; шаһанә мәй-шараплар падишаһниң сәлтәнитигә яриша мол еди.
8Шарап ичиш қаидиси бойичә, зорлашқа рухсәт қилинмайтти; чүнки падишаһ ордидики барлиқ ғоҗидарларға, һәр кимниң ичиши өз хаһиши бойичә болсун, дәп бекитип бәргән еди.
9Ханиш Ваштиму падишаһ Аһашверошниң ордисида аяллар үчүн зияпәт бәрди.
10Йәттинчи күни Аһашверош падишаһ шараптин кәйпи чағ болғинида, алдида хизмитидә турған Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зетар, Каркас дегән йәттә һәрәмъағисини
11ханиш Ваштиниң пухралар вә әмирләрниң алдида гөзәллигини көрсәтсун дәп, уни ханишлиқ таҗини кийип келишкә чарқирғили әвәтти; чүнки у толиму чирайлиқ еди.
12Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаһниң әмрини йәткүзгәндә, у келишни рәт қилди; шуниң билән падишаһ интайин ғәзәплинип, униң қәһри өрлиди.
13Шу вақитларда падишаһниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падишаһ вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди
14(у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падишаһ билән көрүшүп туратти, падишаһлиқта улар алдинқи қатарда туратти).
15Падишаһ улардин: — Ханиш Вашти мәнки падишаһ Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
16Мәмукан падишаһ вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишаһимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди.
17Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падишаһ Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду.
18Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаһниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду.

19Падишаһимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падишаһ Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй.
20Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бипаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
21Мәмуканниң бу гепи падишаһ билән әмирлирини хуш қилди; падишаһ униң гепи бойичә иш көрди.
22У падишаһниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди.