32«Мән сениң ата-бовилириңниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худасидурмән» деди. Муса қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди.
33Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Айиғиңни селивәт; чүнки сән туруватқан йәр муқәддәстур.
34Мән дәрһәқиқәт Мисирда туруватқан хәлқимниң харлиниватқанлиғини көрдүм, уларниң налә-пәрядлирини аңлидим. Шуңа мән уларни елип чиққили чүштүм. Әнди барғин, мән сени Мисирға әвәтәй!» деди.
35Мана һелиқи кишиләр: «Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту!?» дәп рәт қилған дәл мошу Мусани, Худа униңға чатқаллиқта көрүнгән пәриштиниң қоли билән Исраилларға һәм баш һәм қутқузғучи болушқа әвәтти.
36Әнә шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни Мисирдин чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
37Әнә шу Муса өзи Исраилларға: «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду» дегән еди.
38Чөл-баявандики җамаәткә һәмраһ болған, Синай теғида өзигә сөз қилған пәриштә билән биллә болған, ата-бовилиримиз билән биллә болған һәмраһ дәл әнә шу еди; һаятлиқ бәхш йәткүзидиған вәһийләрни бизгә йәткүзүш үчүн қобул қилғучи болған дәл әнә шу еди;
39шундақ болсиму, ата-бовилиримиз униңға итаәт қилишни халимай, уни чәткә қеқип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди;
40шуңа улар Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди.
41Шуниң билән шу күнләрдә улар мозай шәклидә бир бут ясап, бу мәбудқа атап қурбанлиқ сунди. Шундақ қилип улар өз қоллири билән ясиған бир нәрсини хошал-хурамлиқ билән тәбрикләшкә киришти.
42Лекин Худа улардин йүзини өрүп, уларни асмандики юлтуз қошунлириға чоқунушқа қоюп бәрди. Шуниң билән пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмисида пүтүлгәдәк, Худа уларни мундақ әйиплиди: — «Силәр чөл-баяванда болған қириқ жил җәрянида қилған қурбанлиқ-һәдийәләрни һәқиқәтән Маңа елип кәлгәнмусиләр, и Исраил җәмәти?
43Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән».
44Ата-бовилиримиз чөлдин кәзгән вақтида, «һөкүм-гувалиқ» чедири уларниң оттурисида тикләнгән еди; у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди.
45Шу ибадәт чедирини ата-бовилиримиз илгиридикиләрдинму егидарчилиғиға тапшуруп, Йәшуаниң йетәкчилигидә, Худа уларниң алдидила қоғлиған әлләрниң зиминлирини бесивалғинида, уни бу йәргә елип кәлгән; чедир шундақла падишаһ Давутниң заманиғичә турған.
46Давут Худаниң шапаитигә еришип, Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған.
47Бирақ кейин, Худа үчүн ибадәтхана салған Давут әмәс, әмәлийәттә Сулайман болди.
48Һалбуки, Һәммидин Алий Болғучи инсанниң қоллири билән ясиған маканларда турмайду; худди пәйғәмбәр мундақ дегинидәк: —
49«Асманлар Мениң тәхтим, Зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?
50Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?»
51— Әй, бойни қаттиқ, жүриги вә қулиқи хәтнисиз болғанлар! Силәр Муқәддәс Роһ билән дайим қаршилишисиләр; силәр ата-бовилириңлар немә қилған болса, шуни охшаш қиливатисиләр!
52Пәйғәмбәрләрдин зади қайсисиға ата-бовилириңлар зиянкәшлик қилип бақмиған? Шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар,
53И силәр Тәврат қанунини пәриштиләрниң әмри-тапилиғанлири билән тапшурувелип туруп, униңға әмәл қилмиғучилар!»
54Истипанниң бу сөзлирини аңлиған алий кеңәшмидикиләр жүригигә хәнҗәр санҗилғандәк болуп, униңға чишлирини ғучурлатти.
55Лекин у болса Муқәддәс Роһқа толған, көзлирини көккә тикип, Худаниң җуласини, шундақла униң оң йенида Әйсаниң турғанлиғини көрүп,
56— Қараңлар! Асманлар ечилип, Инсаноғлиниң Худаниң оң йенида турғанлиғини көрүватимән! — деди.
57Улар буниңға қулақлирини қоллири билән етивелип, авазини қаттиқ көтирип вақиришип бирликтә униңға йопурулуп келивиди,
58уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. Уни әрз қилған гувачилар уни чалма-кесәк қилиштин авал чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти.
59Улар Истипанни чалма-кесәк қилғинида у: — И Рәб Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп нида қилди.