Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Нәһәмия

Нәһәмия 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу айниң жигирмә төртинчи күни Исраиллар роза тутуп, боз кийип, үсти-бешиға топа чачқан һалда жиғилди;
2Исраил нәсли өзлирини барлиқ ят таипиләрдин айрип чиқти, андин өрә туруп өзлириниң гуналирини вә ата-бовилириниң өткүзгән қәбиһликлирини етирап қилди.
3Улар шу күнниң төрттин биридә өз йеридә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанун китавини оқуди; күнниң йәнә төрттин биридә өзлириниң гуналирини тонуди вә Худаси болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
4Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға үнлүк аваз билән нида қилди.
5Лавий Йәшуа, Кадмийәл, Бани, Һашабиния, Шәрәбия, Ходия, Шәбания вә Питаһиялар: «Орнуңлардин қопуп Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәтгичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар» — деди вә мундақ дуа-һәмдусана уқуди: — «И Худа, инсанлар Сениң шану-шәвкәтлик намиңни улуқлисун! Бәрһәқ, барлиқ тәшәккүр-мәдһийиләр намиңға йетишмәйду!
6Сән, пәқәт Сәнла Пәрвәрдигардурсән; асманларни, асманларниң асминини вә уларниң барлиқ қошунлирини, йәр вә йәр үстидики һәммини, деңизлар вә улар ичидики һәммини яратқучидурсән; Сән буларниң һәммисигә һаятлиқ бәргүчисән, асманларниң барлиқ қошунлири Саңа сәҗдә қилғучидур.   
7Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән, Сән Абрамни таллидиң, уни Калдийәниң Ур шәһиридин елип чиқтиң, униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң.   
8Сән униң қәлбиниң Өзүңгә садиқ-ишәшилик екәнлигини көрүп, униң билән әһдә түзүп Ⱪананийларниң, Һиттийларниң, Аморийларниң, Пәриззийләрниң, Йәбусийларниң вә Гиргашийларниң зиминини униң әвлатлириға тәқдим қилип беришни вәдә қилдиң; Сән һәққаний болғанлиғиңдин, сөзлириңни ишқа ашурдуң.
9Сән ата-бовилиримизниң Мисирда җәбир-зулум чекиватқанлиғини көрүп, уларниң Қизил деңиз бойидики налисиға қулақ салдиң.
10Сән Мисирлиқларниң уларға қандақ йоғанчилиқ билән муамилә қилғанлиғини билгиниңдин кейин Пирәвн, униң барлиқ хизмәтчилири вә униң зиминидики барлиқ хәлиққә мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни көрситип, Өзүң үчүн бүгүнгә қәдәр сақлинип келиватқан улуқ бир нам-шөһрәтни тиклидиң.
11Сән йәнә ата-бовилиримиз алдида деңизни бөлүп, улар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр үстидин меңип өтти; уларни қоғлап кәлгәнләрни чоңқур деңиз тегигә ташлап ғәриқ қиливәттиң, худди җушқунлуқ деңизға ташланған таштәк ғәриқ қилдиң.
12Сән уларни күндүзи булут түврүги билән, кечиси от түврүги билән йетәклидиң, булар арқилиқ уларниң маңидиған йолини йорутуп бәрдиң.
13Сән Синай теғиға чүшүп, асманда туруп улар билән сөзлишип, уларға тоғра һөкүм, һәқиқий ишәшлик қанунлар, яхши бәлгүлимиләр вә әмирләрни ата қилдиң.
14Сән уларға Өзүңниң муқәддәс шабат күнүңни тонуттуң, қулуң Мусаниң вастиси билән уларға әмирләр, бәлгүлимиләр вә Тәврат қанунини тапилидиң.
15Сән уларға ач қалғанда йесун дәп асмандин нан, уссиғанда ичсун дәп қорам таштин су чиқирип бәрдиң; Сән уларға беришкә қолуңни көтирип қәсәм қилған әшу зиминни кирип егиләңлар, дедиң.
16Лекин улар, йәни ата-бовилиримиз мәғрулинип, бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә қулақ салмиди.
17Улар итаәт қилишни рәт қилди, Сениң уларниң оттурисида яратқан карамәт мөҗизилириңни яд әтмиди, бәлки бойни қаттиқлиқ қилди, асийлиқ қилип, қул қилинған җайға кәтмәкчи болуп, өз алдиға йолбашчи тиклиди. Лекин Сән әпучан, меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, зор меһир-муһәббәтлик Тәңридурсән; шуңа Сән уларни ташливәтмидиң.
18Улар һәтта техи өзлиригә бир қуйма мозайни ясап: «Мана бу силәрни Мисирдин елип чиққан илаһ!» дегән вақтида һәм қаттиқ күпүрлүк қилғинида,

19Сән толиму рәһимдил болғанлиғиң үчүн уларни йәнила баяванда ташлап қоймидиң; күндүзи булут түврүги уларниң үстидин нери кәтмәй, уларға йол башлиди; кечиси от түврүгиму улардин нери кәтмәй, уларға нур берип, маңидиған йолини көрсәтти.
20Сән Өзүңниң меһриванә Роһуңни чүшүрүп уларға тәлим бәрдиң; Сән уларниң йейиши үчүн «манна»ни айимидиң, уссузлуғини қандуруш үчүн суни бәрдиң.
21Сән уларни баяванда қириқ жил қамдап кәлдиң; һеч немиси кам болмиди, кийимлири кониримиди, путлириму ишшимиди.
22Сән падишаһлиқлар вә таипиләрни уларниң қолиға бәрдиң, буларни уларниң зиминиға чегаралар қилип бәрдиң. Шуниң билән улар Сиһон падишаһниң зиминини, Һәшбонниң падишаһиниң зиминини вә Башан падишаһи Огниң зиминини егилиди.   
23Сән уларниң пәрсәнд-әвлатлирини асмандики юлтузлардәк авуттуң; Сән уларни ата-бовилириға: «Силәр бу зиминни егиләшкә униңға кириңлар» дәп тәқдим қилған зиминға башлап кирдиң.
24Уларниң әвлатлири кирип у зиминни егилиди; Сән у зиминда туруватқан Қанаан аһалисини уларға беқиндурдуң һәм зиминдики падишаһларни вә уларниң қәбилә-қовмлирини: «Силәр уларға халиғанчә муамилә қилиңлар» дәп уларниң қолиға тапшурдуң.
25Улар мустәһкәм шәһәрләрни, мунбәт йәрләрни ишғал қилип, һәр хил есил буюмларға толған өйләргә, колап қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқлар, зәйтунлуқлар вә интайин көп мевилик дәрәқләргә егә болди; йәп-ичип сәмрип, Сениң зор меһриванлиғиңдин сөйүнүшти!
26Лекин улар гәдәнкәшлик қилип Сениңдин йүз өрүп, Тәврат қанунуңни арқисиға ташлиди, уларни йениңға яндурмақ үчүн агаһ-гувалиқ йәткүзгән пәйғәмбәрлириңни өлтүрүп әшәддий күпүрлүк қилди.
27Шуңа Сән уларни җәбир-зулум салғучиларниң қолиға тапшурдуң, дәрвәқә улар уларни қийниди; улар қийналған вақитлирида Саңа ялвурушқан еди, Сән асманларда туруп уларға қулақ салдиң, зор рәһимдиллиғиң бойичә уларға қутқузғучиларни әвәтәттиң, улар буларни әзгүчиләрниң қолидин қутқузатти.
28Лекин улар арамлиққа еришкәндин кейин йәнә Сениң алдиңда рәзиллик қилишқа башливиди, Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тапшурдуң, улар уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди; улар йәнә Сениң алдиңда налә-пәрят қилишивиди, Сән асманларда туруп қулақ селип, рәһимдиллиқлириң бойичә уларни йениш-йенишлап қутқуздуң.
29Сән уларни Өзүңниң Тәврат-қанунуңға қайтишқа агаһландурдуң; лекин улар мәғрурлинип, әмирлириңгә қулақ салмиди, һөкүмлириң алдида гуна қилди (инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду). Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, гәдәнкәшлик қилип саңа қулақ селишни рәт қилди.   
30Уларға узун жил сәвир-тақәт қилдиң, Роһуң пәйғәмбәрлириңниң вастиси билән агаһ-гувалиқ бәргән болсиму, улар йәнила қулақ салмиди; шуңа Сән уларни һәр қайси әл-жутлардики таипиләрниң қолиға тапшурдуң.
31Һалбуки, Сән зор рәһимдиллиқлириң түпәйлидин уларниң нәслини пүтүнләй қурутувәтмидиң һәм уларни ташливәтмидиң; чүнки Сән меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил Тәңридурсән.
32Әнди аһ Худайимиз, әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситидиған улуқ, қудрәтлик вә дәһшәтлик Тәңри, әнди Сениңдин бизниң, падишаһлиримизниң вә әмирлиримизниң, каһинлиримизниң, пәйғәмбәрлиримизниң, ата-бовилиримизниң шундақла Өзүңниң барлиқ хәлқиңниң Асурийә падишаһиниң заманидин буян бүгүнгичә бешимизға чүшкән барлиқ азап-оқубәтләрни кичик иш дәп қаримаслиғиңни өтүнимиз.
33Бешимизға кәлгән барлиқ ишта Сән адилсән; чүнки Сениң қилғиниң һәқиқәт бойичә болди, бизниң қилғинимиз рәзилликтур.
34Падишаһлиримиз, әмирлиримиз, каһинлиримиз билән ата-бовилиримизниң һәммиси Сениң Тәврат қанунуңға әмәл қилмай, әмирлириңгә вә Сениң уларға испатлап бәргән агаһ-гувалиқлириңға һеч қулақ салмиди.
35Улар Сән уларға муйәссәр қилған падишаһлиқта туруштин, уларға ата қилған зор мәмурчилиқтин вә шуниңдәк уларниң алдиға яйған бу кәң мунбәт зиминдики турмуштин бәһримән болуватқан болсиму, лекин улар Сениң ибадәт-хизмитиңдә болмиди яки өзлириниң рәзил қилмишлиридин янмиди.
36Мана, биз бүгүн қуллармиз! Сән мевиси билән назу-немәтлиридин йейишкә ата-бовилиримизға тәқдим қилип бәргән зиминда турсақму, биз мана униңда қул болуп қалдуқ!

37Зимин Сән бизниң гуналиримиз үчүн бизни идарә қилишқа бекиткән падишаһларға мол мәһсулатлирини берип туриду; улар бәдәнлиримизни һәм чарва маллиримизни өз мәйличә башқуруп келиватиду; биз зор дәрд-әләмдә болдуқ».