Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Нәһәмия

Нәһәмия 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шундақ болдики, Санбаллат бизниң сепилни яңливаштин оңшаватқанлиғимизни аңлап ғәзәплинип, қәһри билән Йәһудаларни мәсқирә қилди.
2У өз қериндашлири вә Самарийә қошуни алдида: — Бу зәип Йәһудалар немә қиливатиду? Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму? Улар қурбанлиқларни сунмақчиму? Улар бир күн ичидә пүттүрүшмәкчиму? Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән? — деди.
3Униң йенида туруватқан Аммоний Тобия: — Улар һәр қанчә ясисиму, бир түлкә сепилниң үстигә ямишип чиқса, уларниң таш темини өрүветиду! — деди.
4— И Худайимиз, қулақ селип аңлиғайсән, кәмситилмәктимиз, уларниң қилған һақарәтлирини өз бешиға яндурғайсун; уларни тутқун қилип елип берилған яқа жутта хәқниң олҗисиға айландурғайсун!
5Уларниң қәбиһлигини япмиғайсән, гуналири алдиңдинму өчүрүветилмисун; чүнки улар сепилни оңшаватқанларниң көңлигә азар бәрди!
6Шундақтиму сепилни яңливаштин оңшавәрдуқ; уни улап, егизлигини йеримиға йәткүздуқ; чүнки көпчилик көңүл қоюп ишлиди.
7Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, Әрәбләр, Аммонийлар, Ашдодлуқлар Йерусалим сепиллирини яңливаштин оңшаш қурулушиниң йәнила елип бериливатқанлиғини, сепил бөсүклириниң етиветилгәнлигини аңлап қаттиқ ғәзәпкә келишти-дә,
8бирликтә Йерусалимға һуҗум қилип униңда қалаймиқанчилиқ туғдурушни қәстләшти.
9Шуңа биз Худайимизға илтиҗа қилдуқ һәм уларниң сәвәвидин кечә-күндүз күзәтчи қоюп, өзлиримиз улардин мудапиәләндуқ.
10Бу чағда Йәһудийәдикиләр: — Ишчи-һаммаллар һалидин кәтти, шуниңдәк чалма-кесәк әхләтләр йәнила наһайити көп, биз сепилни оңшашқа һәтта сепилғиму йеқинлишалмидуқ! — дейишти.
11Шуниң билән бир вақитта дүшмәнлиримиз: — Улар сәзмәстә, улар көрмәстә, уларниң арисиға киривелип уларни өлтүрүп, қурулушни тохтитиветимиз! — дейишти.
12Вә шундақ болдики, уларниң әтрапида туруватқан Йәһудаларму йенимизға он қетим келип: — Қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи! — дәп хәвәр йәткүзүшти.
13Шуңа мән хәлиқни җәмәт-җәмәт бойичә, қолиға қилич, нәйзә вә оқялирини елип, сепили пәс болған яки һуҗумға очуқ турған йәрләрдә сепилниң арқисида қаравуллуқта турушқа қойдум.
14Көздин кәчүрүп чиққандин кейин орнумдин қопуп мөтивәрләр билән әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Улардин қорқмаңлар; улуқ вә дәһшәтлик Рәбни есиңларда тутуңлар, өз қериндашлириңлар, оғул-қизлириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн җәң қилиңлар, дедим.
15Шундақ болдики, өзлириниң сүйқәстини билип қалғанлиғимиз дүшмәнләрниң қулиқиға йетип барғач, шуниңдәк Худа уларниң сүйқәстини битчит қилғач, биз һәммимиз сепилға қайтип, һәр биримиз әсли иш орнимизда ишни давамлаштуривәрдуқ.
16Әнә шу чағдин башлап хизмәткарлиримниң йерими иш билән болди, йерими қолиға нәйзә, қалқан, оқя тутқан, добулға-савут кийгән һалда жүрүшти. Сәрдар-әмәлдарлар сепилни оңшаватқан барлиқ Йәһуда җәмәтидикиләрниң арқисида турди. Һәм жүкләрни тошуватқанлар һәм уларға жүк артиватқанларму бир қолида ишләп, бир қолида ярақлирини чиң тутушқан еди.
18Тамчиларниң һәр бири бәллиригә қилич-хәнҗәрлирини асқан һалда сепилни ясавататти; канайчи болса йенимда туратти.
19Мән мөтивәрләр, әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Бу қурулуш наһайити чоң, даириси кәң; биз һәммимиз сепилда бөләк-бөләкләр бойичә тарқилип ишләп, бир-биримиздин жирақ туруватимиз.

20Шуңа мәйли қәйәрдә болуңлар, канай авазини аңлисаңларла, биз бар шу йәргә келип жиғилиңлар; Худайимиз биз үчүн җәң қилиду, — дедим.
21Биз әнә шу тәриқидә ишлидуқ; хәлиқниң йерими таң атқандин тартип юлтуз чиққичә нәйзилирини чиң тутуп турушти.
22У чағда мән йәнә хәлиққә: — Һәммәйлән өз хизмәткари билән кечини Йерусалимға кирип өткүзсун, шундақ болса улар кечиси бизниң муһапизәтчилигимизни қилиду, күндүзи ишләйду, дедим.
23Шундақ қилип я мән, нә қериндашлирим, я хизмәткарлирим яки маңа әгәшкән муһапизәтчиләрниң һеч қайсиси кийимлирини селишмиди; һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти.