Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Нәһәмия

Нәһәмия 13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шу күндә Мусаниң китави җамаәт алдида оқуп берилди, китапта: Аммонийлар билән Моабийлар мәңгү Худаниң җамаитигә кирмисун,
2Чүнки улар Исраилларни озуқлуқ вә су әкилип қарши алмай, әксичә уларни қарғашқа Балаамни ялливалған; һалбуки, Худайимиз у қарғашларни бәхит-бәрикәткә айландуривәткән, дәп йезилған сөзләр чиқти.   
3Шундақ болдики, җамаәт бу қанун сөзлирини аңлап барлиқ шалғут кишиләрни илғап чиқиривәтти.
4Бу иштин авал, Худайимизниң өйиниң ғәзнисини башқурушқа мәсул каһин Әлияшиб Тобияниң туққини болуп,
5униңға кәңри бир өйни тәйярлап бәргән еди. Шу өйдә илгири ашлиқ һәдийәләр, мәстики, қача-қуча, шуниңдәк Лавийлар, ғәзәлкәшләр вә дәрвазивәнләргә беришкә буйрулған ашлиқ өшриләр, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейи, шундақла каһинларға аталған «көтәрмә қурбанлиқ»лар сақлинатти.
6Бу вақитларда мән Йерусалимда әмәс едим; чүнки Бабил падишаһи Артахшаштаниң оттуз иккинчи жили мән падишаһниң йениға қайтип кәткән едим; бир мәзгилдин кейин мән йәнә падишаһтин рухсәт елип
7Йерусалимға қайтип барсам, Әлияшибниң Худаниң өйидики һойлиларда Тобияға өй һазирлап бәргәнлигидәк рәзил ишни уқтум.
8Бу иш мени қаттиқ азаплиди, мән Тобияниң өйидики барлиқ өй җаһазлирини қоймай талаға ташлатқузивәттим.
9Мән йәнә әмир қилип, у өйләрни паклатқузуп, андин Худаниң өйидики қача-қуча, ашлиқ һәдийәләр билән мәстикни у йәргә әкиргүзүп қойдум.
10Мән йәнә хәқләрниң Лавийларниң елишқа тегишлик үлүшлирини бәрмигәнлигини, һәтта вәзипигә қоюлған Лавийлар билән ғәзәлкәшләрниң һәр бириниң өз йәр-етизлиғиға қечип кәткәнлигини байқидим;
11шуңа мән әмәлдарлар билән соқушуп, уларни әйипләп: — Немишкә Худаниң өйи шундақ ташливетилди?! — дәп, Лавийларни жиғип уларни илгәрки орниға яңливаштин турғуздум.
12Андин барлиқ Йәһудийә хәлқи ашлиқ өшрисини, йеңи шарап вә йеңи зәйтун мейини ғәзнә-амбарлириға елип келип тапшурди.
13Мән ғәзнә-амбарларға мәсул болушқа ғәзничи-амбарчиларни тайинлидим; улар каһин Шәләмия, тәвратшунас Задок билән Лавийлардин болған Пидая еди; уларниң қол астида Маттанияниң нәвриси, Заккурниң оғли Һанан бар еди; чүнки буларниң һәммиси садиқ, ишәшлик дәп һесаплинатти; уларниң вәзиписи қериндашлириға тегишлик үлүшләрни үләштүрүп бериш еди.
14— «Аһ Худайим, мошу иш йүзисидин мени яд әйлигәйсән, Худайимниң өйи вә униңға аит хизмәтләр үчүн көрсәткән меһримни өчүрүвәтмигәйсән!»
15Шу күнләрдиму мән Йәһудийәдә бәзиләрниң шабат күнлиридә шарап көлчәклирини чәйләватқинини, өнчиләрни бағлап, буларни вә шуниңдәк шарап, үзүм, әнҗир вә һәр хил жүкләрни ешәкләргә артип, тошуп жүргәнлигини көрдүм; улар буларни Йерусалимға шабат күнидә елип кирди; уларниң мошу аш-түлүкләрни сетип жүргән күни мән уларни гувалиқ берип агаһландуруп қойдум.
16Йәнә Йәһудийәдә туруватқан бәзи Турлуқлар белиқ вә һәр хил мал-таварларни тошуп келип шабат күни Йәһудийәликләргә сатидикән, йәнә келип буларни Йерусалимда сатидикән!
17Шу сәвәптин мән Йәһудийә әмирлири билән соқушуп, уларни әйипләп: — Силәрниң шабат күнини булғап, рәзил иш қилғиниңлар немиси?
18Илгири ата-боваңлар охшаш ишни қилған әмәсму, шуниң билән Худайимиз бизниң бешимизға вә бу шәһәргә һазирқи бу балаю-апәтни яғдурған әмәсму? Әнди силәр шабат күнини булғап, Исраилниң бешиға Худаниң ғәзивини техиму яғдуридиған болдуңлар, дедим.

19Шуңа, шундақ болдики, шабат күнидин илгири, гугум сайиси Йерусалим қовуқлириға чүшкән вақтида, мән шәһәр қовуқлирини етишни буйрудум вә шуниңдәк шабат күни өтүп кәткичә қовуқларни ачмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрдум. Мән йәнә һеч қандақ жүкниң тошулуп қовуқлардин киргүзүлмәслиги үчүн хизмәткарлиримниң бәзилирини шәһәр қовуқлириға күзәтчи қилип турғузуп қойдум.
20Шундақ болсиму содигәрләр вә һәр хил мал-тавар сатидиғанлар бир-икки қетим Йерусалимниң сиртида түниди.
21Мән уларни агаһландуруп: — Силәр немишкә сепилниң алдида түнәйсиләр? Йәнә шундақ қилидиған болсаңлар, мән үстүңларға қол салимән, девидим, улар шуниңдин башлап шабат күнидә кәлмиди.
22Андин шабат күниниң муқәддәслигини сақлаш үчүн, мән Лавийларға: — Өзүңларни паклаңлар; андин келип сепил дәрвазилирини беқиңлар, дедим. — «И Худайим, мошу иш йүзисидинму мени яд әйлигәйсән, Өзүңниң зор өзгәрмәс муһәббитиң билән мени айиғайсән!»
23Шу күнләрдә мән йәнә Ашдод, Аммон вә Моаб қизлирини хотунлуққа алған бәзи Йәһудаларни байқидим.
24Уларниң пәрсәндлириниң йерими Ашдодчә сөзләйдикән (вә яки жуқуриқи әлләрниң бириниң тилида сөзләйдиған) вә Йәһудий тилида шөзлийәлмәйдикән.
25Мән уларни соқушуп әйиплидим, уларни қарғидим, бир нәччисини уруп чач-сақаллирини юлдум, Худаниң нами билән қәсәм ичкүзүп: — Силәрниң қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәйсиләр, оғуллириңларғиму, өзүңларғиму улардин қиз алмайсиләр!
26Исраил падишаһи Сулайман мушундақ ишларда гуна садир қилған әмәсму? Нурғун әлләр арисида униңға охшаш һеч қандақ падишаһ йоқ еди; у өз Худаси тәрипидин сөйүлгән, Худа уни пүткүл Исраил үстигә падишаһ қилип тиклигән болсиму, лекин һәтта униму ят әллик аяллар аздуруп гунаға патқузған.
27Әнди силәрниң гепиңларға кирип бундақ чоң рәзиллик қилип, ят әллик қизларни елип Худайимизға вапасизлиқ қилимизму? — дедим.
28Баш каһин Әлияшибниң нәвриси, Йояданиң оғуллиридин бири Һоронлуқ Санбаллатниң күйоғли еди; мән уни йенимдин қоғливәттим.
29— «И Худайим, Сән уларни ядиңда тутқайсән, чүнки улар каһинлиққа дағ тәккүгүчиләр, каһинлиқ һәм Лавийларға тәвә әһдиниму булғиғучилардур!».
30Шуниң билән мән уларни ят әлликләрниң булғашлиридин нери қилип пакландурдум вә каһинлар билән Лавийларниң вәзипилириниму яңливаштин бәлгүләп, һәр кимни өзиниң ишиға егә қилдим.
31Мән йәнә өз вақтида отун-яғач елип келиниши вә дәсләпки һосулни йәткүзүп турушқиму адәм орунлаштурдум. «Аһ Худайим, мени ядиңда тутуп, маңа шапаәт көрсәткәйсән!».