Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Нәһәмия

Нәһәмия 2

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә шундақ болдики, падишаһ Артахшаштаниң жигирминчи жили Нисан ейи, падишаһниң алдиға шарап кәлтүрүлгән еди; мән шарапни елип падишаһқа сундум. Буниңдин илгири мән падишаһниң алдида һеч қачан ғәмкин көрүнгән әмәс едим.
2Шуниң билән падишаһ мениңдин: — Бирәр кесилиң болмиса, чирайиң немишкә шунчә ғәмкин көрүниду? Көңлүңдә чоқум бир дәрд бар, девиди, мән интайин қорқуп кәттим.
3Мән падишаһқа: — Падишаһим мәңгү яшиғайла! Ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәр харабиликкә айланған, дәрваза-қовуқлири көйдүрүветилгән турса, мән қандақму ғәмкин көрүнмәй? — дедим.
4Падишаһ мениңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп соривиди, мән асмандики Худаға дуа қилип,
5андин падишаһқа: — Әгәр падишаһимниң көңлигә мувапиқ көрүнсә, қуллири өзлириниң алдида илтипатқа еришкән болса, мени Йәһудийәгә әвәткән болсила, ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәргә берип, уни яңливаштин қуруп чиқсам, дедим.
6Падишаһ (шу чағда ханиш падишаһниң йенида олтиратти) мәндин: — Сәпириңгә қанчилик вақит кетиду? Қачан қайтип келисән? — дәп сориди. Шуниң билән падишаһ мени әвәтишни мувапиқ көрди; мәнму униңға қайтип келидиған бир вақитни бекиттим.
7Мән йәнә падишаһтин: — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, маңа Әфрат дәриясиниң у қетидики валийларға мени таки Йәһудийәгә барғичә өткили қоюш тоғрилиқ ярлиқ хәтлирини пүтүп бәргән болсила;
8Вә йәнә падишаһлиқ орманлиғиға қарайдиған Асафқа муқәддәс өйгә тәвә болған қәләниң дәрвазилири, шуниңдәк шәһәрниң сепили вә өзүм туридиған өйгә кетидиған лимларни ясашқа керәклик яғачларни маңа бериш тоғрилиқму бир ярлиқни пүтүп бәргән болсила, дедим. Худайимниң шәпқәтлик қоли үстүмдә болғачқа, падишаһ илтипат қилип буларниң һәммисини маңа бәрди.
9Шуниң билән мән дәрияниң у қетидики валийларниң йениға берип падишаһниң ярлиқлирини тапшурдум. Падишаһ йәнә бир нәччә қошун сәрдарлири билән атлиқ ләшкәрләрниму маңа һәмраһ болушқа орунлаштурған еди.
10Һоронлуқ Санбаллат билән Аммоний Тобия дегән әмәлдар Исраилларниң мәнпәәтини издәп адәм кәпту, дегән хәвәрни аңлап интайин нарази болди.
11Мән Йерусалимға келип үч күн турдум.
12Андин кечиси мән вә маңа һәмраһ болған бир нәччә адәм орнимиздин турдуқ (мән Худайимниң көңлүмгә Йерусалим үчүн немә ишларни қилишни салғанлиғи тоғрисида һеч кимгә бирәр немә демигән едим). Өзүм мингән улақдин башқа һеч қандақ улақму алмай,
13кечиси «Җилға қовуқи»дин чиқип «Әҗдиһа булиқи»ға қарап меңип, «Тезәк қовуқи»ға келип, Йерусалимниң бузуветилгән сепиллирини вә көйдүрүветилгән қовуқ-дәрвазилирини көздин кәчүрдум.
14Йәнә алдиға меңип «Булақ қовуқи» билән «Шаһанә көл»гә кәлдим; лекин шу йәрдә мән мингән улақниң өтүшикә йол бәк тар кәлгәчкә,
15кечидә мән җилға билән чиқип сепилни көздин кәчүрүп чиқтим. Андин йенип «Җилға қовуқи»дин шәһәргә кирип, өйгә қайттим.
16Әмәлдарларниң һеч қайсиси мениң нәгә барғанлиғимни вә немә қилғанлиғимни билмәй қелишти, чүнки мән я Йәһудийларға, каһинларға, я әмир-һакимларға вә яки башқа хизмәт қилидиғанларға һеч немә ейтмиған едим.
17Кейин мән уларға: — Силәр бешимизға кәлгән балаю-апәтни, Йерусалимниң харабигә айланғанлиғини, сепил қовуқлириниң көйдүрүветилгәнлигини көрдүңлар; келиңлар, һәммимиз һақарәткә қеливәрмәслигимиз үчүн Йерусалимниң сепилини қайтидин ясап чиқайли, — дедим.
18Мән йәнә уларға Худайимниң шәпқәтлик қолиниң мениң үстүмдә болғанлиғини вә падишаһниң маңа қилған гәплирини ейтивидим, улар: — Орнумиздин туруп уни ясайли! — дейишип, бу яхши ишни қилишқа өз қоллирини қувәтләндүрди.

19Лекин Һоронлуқ Санбаллат, хизмәткар Аммоний Тобия һәм әрәб болған Гәшәм бу ишни аңлап бизни заңлиқ қилип мәнситмәй: — Силәрниң бу қилғиниңлар немә иш? Силәр падишаһқа асийлиқ қилмақчимусиләр? — дейишти.
20Мән уларға җавап берип: — Асманлардики Худа болса бизни ғәлибигә ериштүриду вә Униң қуллири болған бизләр қопуп қуримиз. Лекин силәрниң Йерусалимда һеч қандақ несивәңлар, һоқуқуңлар яки яднамәңлар йоқ, — дедим.