Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 20

Луқа 20:6-41

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, бу барлиқ халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки улар Йәһяниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишәндүрүлгән, — дейишти.
7Вә улар: — Униң һоқуқиниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
8Әйса уларға: — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди.
9У халайиққа муну тәмсилни сөзләшкә башлиди: — «Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа берип у йәрдә узун вақит турупту.
10Үзүмләрни жиғидиған мәзгил кәлгәндә бағвәнләрниң үзүмзарлиқтики мевидин униңға беришкә қуллиридин бирини улариниң йениға әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап қуруқ қол яндуруветипту.
11У йәнә башқа бир қулни әвәтипту. Лекин улар униму думбалап, харлап, йәнә қуруқ қол қайтуруветипту.
12У йәнә үчинчисини әвәтипту; улар униму уруп яриландуруп, талаға һайдап чиқириветипту.
13Ахирда үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту.
14Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту.
15Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду?
16У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду». Халайиқ буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз болмисун! — дейишти.
17Лекин у уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Ундақ болса, муқәддәс язмиларда «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди» дәп йезилған сөз зади немини көрситиду?  
18Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.  
19Баш каһинлар вә Тәврат устазлири униң бу тәмсили өзлиригә қаритип ейтқанлиғини билип шу һаман униңға қол селиш йолини издиди; лекин улар халайиқтин қорқушти.
20Шуңа улар униң кәйнидин марап, уни Рим валийисиниң һөкүмранлиғида сораққа тартишқа тапшуруш үчүн бир нәччә адәмләрни сетивелип, соқунуп киришкә әвәтти. Улар сәмимий қияпәткә киривелип, униң сөзидин йочуқ издәп жүрәтти.   
21Улар униңға мундақ соал қойди: — Әй устаз, силини дурус сөз қилидиған вә дурус тәлим беридиған, һеч қандақ адәмниң йүз-хатирисини қәтъий қилмайдиған, бәлки Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватқан адәм дәп билимиз.
22Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?».
23Амма у уларниң һейлисини көрүп йетип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр?
24Маңа бир күмүч динар көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — деди. Улар униңға: Қәйсәрниңки, — деди.
25Вә у уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.   
26Улар халайиқниң алдида униң сөзлиридин уни тутувалғидәк һеч қандақ йочуқ тапалмиди. Улар униң бу җававиға һәйрануһәс болуп, зувани тутулди.
27Вә «өлгәнләр тирилмәйду» дәп инкар қилидиған Садуқийларниң бәзилири униң алдиға келип соал қоюп мундақ деди:  
28— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта бизгә: «Аяли бар, амма пәрсәнд көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.  
29Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрсәнд көрмәй аләмдин өтти.
30Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрсәнд көрмәй аләмдин өтти.
31Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрсәнд көрмәй өлди.
32Һәммисидин кейин аялму өлди.
33Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу аләмниң пәрсәндлири өйлиниду, ятлиқ болиду.
35Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду.
36Чүнки улар йәнә өлмәйду, пәриштиләргә охшаш болиду; «өлүмдин тирилиштин туғулған пәрсәндләр» болғачқа, улар Худаниң оғуллиридур.
37Әнди өлгәнләрниң тирилдүрүлүшини һәтта Муса пәйғәмбәр өзиму аян қилған; чүнки Тәвраттики «тикәнлик» дегән вақиәниң хатирисидә у Пәрвәрдигарни: «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» дәп баян қилған.   
38У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур; чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!
39Шуниң билән Тәврат устазлиридин бир қанчиси баһа берип: — Устаз, яхши ейттиң, — деди.
40Чүнки улардин һеч ким йәнә униңдин соал сорашқа җүръәт қилалмиди.
41Әнди у уларға соал қойди: — Кишиләр Мәсиһни қандақсигә Давутниң оғли дәйду?

Read Луқа 20Луқа 20
Compare Луқа 20:6-41Луқа 20:6-41