Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 19

Луқа 19:4-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Шуңа у алди тәрәпкә жүгүрүп берип, уни көрүш үчүн бир түп үҗмә дәриғигә ямишип чиқти; чүнки Әйса у йол билән өтәтти.
5Вә Әйса у йәргә кәлгәндә жуқуриға қарап уни көрүп униңға: — Закай, чапсан чүшкин! Чүнки мән бүгүн сениң өйүңдә қонушум керәк, — деди.
6У алдирап чүшүп, хошаллиқ билән уни өйидә меһман қилди.
7Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти.
8Лекин Закай орнидин туруп Рәбгә: — И Рәббим, мана, мүлкүмниң йеримини йоқсулларға беримән; әгәр бирәвни ялғандин шикайәт қилип униңдин бир немә үндүрүвалған болсам биригә төртни қайтуримән, — деди.
9Буниң билән Әйса униңға қарап: — Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди. Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!   
10Чүнки Инсаноғли езип кәткәнләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди.
11Халайиқ бу сөзләрни тиңшаватқанда у йәнә сөз қилип бир тәмсилни қошуп ейтти. Чүнки у Йерусалимға йеқинлашқан еди вә улар: «Худаниң падишаһлиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди.
12Шуңа у мундақ деди: Бир ақсүнәк падишаһлиқ тәхтигә еришип келиш үчүн жирақ бир жутқа қарап йолға чиқипту.

Read Луқа 19Луқа 19
Compare Луқа 19:4-12Луқа 19:4-12