Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 23

Йәшуа 23:5-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи уларни алдиңлардин қоғлап чиқирип, көзүңлардин нери қилип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк силәр уларниң зиминиға егә болисиләр.
6Шуңа силәр толиму қәйсәр болуп Мусаниң қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, оң я солға чәтнәп кәтмәй, униңға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар;
7шундақ қилип, араңларда қелип қалған бу таипиләр билән барди-кәлди қилмаңлар; шуниңдәк уларниң илаһлириниң намлирини тилға алмаңлар яки уларниң нами билән қәсәм қилмаңлар; уларға ибадәт қилмаңлар, уларға баш урмаңлар;
8бәлки бүгүнгичә қилғиниңлардәк, Пәрвәрдигар Худайиңларға бағлинип туруңлар.
9Чүнки Пәрвәрдигар алдиңлардин чоң-чоң вә күчлүк әлләрни қоғлап чиқиривәткәндур; бүгүнгичә һеч қандақ адәм алдиңларда пут тирәп туралмиди.
10Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқини бойичә силәр тәрәптә туруп җәң қилғини үчүн силәрдин бир адимиңлар уларниң миң адимини тирипирән қилиду.
11Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш үчүн өз көңлүңларға қаттиқ сәгәк болуңлар!
12Чүнки әгәр силәр Униңдин йүз өрүп араңларда қалған бу әлләр билән арилишип-бағлинип, улар билән қода-баҗа болуп, улар билән бериш-келиш қилсаңлар,

Read Йәшуа 23Йәшуа 23
Compare Йәшуа 23:5-12Йәшуа 23:5-12