Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «1»

Тимотийға «1» 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Яшанған әрләрни әйиплигәндә қаттиқ сөзлимигин, бәлки уларға атаң сүпитидә несиһәт бәргин. Шуниңдәк, жигитләргә қериндашлириң сүпитидә сөзлигин.
2Яшанған аялларға анаң сүпитидә, яш аялларға ача-сиңиллириң сүпитидә һәр ишта пак қәлб билән муамилә қилғин.
3Һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.
4Лекин, тул аялларниң пәрсәндлири яки нәврилири болса, улар алди билән өз аилисигә нисбәтән ихласмәнликни үгинип, өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун; чүнки бу иш Худани хурсән қилиду.
5Әнди һәқиқий тул өтүватқан, ялғуз қалған аяллар болса, үмүтини Худаға бағлиған болуп, кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.
6Лекин һозур-һалавәткә берилгән тул хотун һаят болсиму, өлгәнгә баравәрдур.
7Әнди башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн сән уларға бу ишларни җекиләп тапилиғин.
8Лекин бириси өз туққанлиридин, болупму өз аилисидикиләрдин хәвәр алмиса, у етиқаттин танған дәп қарилип, капирлардин бәттәр болиду.
9Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк,
10йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, мусапирларға меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қолини узартқан, өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк.   
11Лекин яш тул аялларни тизимликкә киргүзмә. Чүнки уларниң ишқ һәвәслири қозғилип Мәсиһдин тенип, қайта никаһлинишни арзу қилиду;
12шуниң билән, улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду.
13Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин.   
14Шуниң үчүн, бундақ яш тул аялларниң никаһлинип, пәрсәнд көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини халаймән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду.   
15Чүнки шундақ бәзи тул аяллар аллиқачан етиқаттин тенип Шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти.
16Әгәр етиқати бар бир әр яки аял кишиниң тул қалған туққанлири болса, у өзи уларға ярдәм бәрсун, жүки җамаәткә чүшмисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-чақисиз тул аялларға ярдәм қилалайду.
17Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун.   
18Чүнки муқәддәс язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» вә: «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур» дейилгән.   

19Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма.   
20Әгәр ақсақаллардин бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин.
21Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә Худа таллиған пәриштиләрниң алдида шуни саңа агаһ қилип тапилаймәнки, сән бу әмирләргә һеч айримичилиқ қилмай, һеч қандақ ишта бир тәрәпкә ян басмай қәтъий әмәл қилғин.
22Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә; башқиларниң гуналириға шерик болма. Өзүңни пак тутқин   
23(ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин).   
24Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду.   
25Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду; һазир ашкарә болмиса кейин ашкариланмай қалмайду.