Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «1»

Тимотийға «1» 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Қутқузғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз Мәсиһ Әйсаниң әмри билән Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған мәнки Павлустин
2етиқат йолидики өзүмниң садиқ оғлум болған Тимотийға салам. ХудаАтимиз вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
3Македонийә өлкисигә барғанда, сәндин өтүнгинимдәк шуни йәнә өтүнимәнки, шу йәрдики бәзи кишиләргә бидәт тәлимләрни үгәтмәңлар дәп тапилишиң үчүн сән давамлиқ Әфәсус шәһиридә қалғин;
4уларниң әпсаниләр вә айиғи йоқ нәсәбнамиләргә бәнд болмаслиғини тапилиғин; булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған пиланини илгири сүрмәйду, бәлки пәқәт бемәнә талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, халас.   
5Әндиликтә бизгә тапиланған тәлимниң муддиаси сап қәлб, пак виҗдан вә сахтилиқсиз етиқаттин келип чиқидиған меһир-муһәббәттин ибарәттур.
6Бу ишларда бәзи кишиләр чәтнәп, бемәнә гәпләрни қилишқа бурулуп кәтти.
7Уларниң Тәврат қануниниң өлимаси болғуси бар; бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң һәдәп қәйт қиливатқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.
8Әнди бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур.  
9Чүнки биз йәнә шуни билимизки, Тәврат қануни һәққаний адәмләр үчүн түзүлгән әмәс, бәлки қанунға хилаплиқ қилғучилар вә бойни қаттиқлар үчүн, ихлассизлар вә гунакарлар үчүн, ипласлар вә күпүрлүк қилғучилар үчүн, атисини өлтүргүчиләр вә анисини өлтүргүчиләр үчүн, қатиллар,
10бузуқлуқ қилғучилар, бәччивазлар, адәмләрни қуллуққа булиғучилар, ялғанчилар, қәсәмхорлар үчүн вә яки сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән.
11Бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ Болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған.  
12Маңа күч-қудрәт бәргән, мени ишәшлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиған Рәббимиз Мәсиһ Әйсаға тәшәккүр ейтимәнки,
13У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму, маңа рәһим көрситилди; чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим.   
14Һалбуки, Рәббимизниң маңа көрсәткән меһри-шәпқити зиядилишип, Мәсиһ Әйсада болған етиқат вә меһир-муһәббәт вуҗудумға елип кирилиши билән ешип ташти.
15Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур.   
17Әнди мәңгүлүк Падишаһқа, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәтгичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин!
18Әй, оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған бешарәтлик вәһийләргә асасән бу буйруқни саңа тапшуримән. Бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән. Бәзиләр виҗданида пак туруштин чәтнәп кәтти, нәтиҗидә уларниң етиқати худди хада ташқа урулуп ғәриқ болған кемидәк вәйран болди.   
20Хуменеус вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум.