Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тимотийға «1»

Тимотийға «1» 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки, ахир заманларда бәзиләр етиқаттин йенип, алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду.  
2Бундақ тәлим бәргүчиләр сахтилиқта ялғанчилиқ қилип, худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған;
3улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма улар мәнъий қилидиған йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди.  
4Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду.  
5Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду.
6Бу несиһәтләрни қериндашларниң сәмигә салсаң, Мәсиһ Әйсаниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла, өзүңниң әстайидил әгәшкән етиқаттики вә сағлам тәлимләрдики сөзләр билән қувәтләндүрүлгәнлигиң аян болиду.
7Амма ихлассизларниң вә момайларниң әпсанилирини чәткә қеқип, өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин.  
8Чүнки «Бәдәнни чиниқтурушниң азрақ пайдиси бар, лекин ихласмәнликтә интилишниң һәртәрәплик пайдиси бар; у һазирқи вә кәлгүси һаят үчүн бәхит елип келиду»
9— бу сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду.
10Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз. Чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.
11Бу ишларни җамаәткә тохтимай тапилиғин вә үгәткин.
12Һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма; бәлки сөзлириңдә, әмәллириңдә, меһир-муһәббәт, етиқат вә паклиқта етиқатчиларға нәмунә бол.   
13Мән йениңға барғичә, өзүңни җамаәткә муқәддәс язмиларни оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин.
14Җамаитиңниң ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, Худаниң вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма.   
15Бу ишларға берилип, өзүңни уларға толуқ атиғин. Шуниң билән сениң алға басқанлиғиң һәммәйләнгә аян болиду.
16Өзүңгә вә бәргән тәлимиңгә изчил көңүл қойғин. Чүнки шундақ қилғанда өзүңниму вә саңа қулақ салғанларниму қутқузисән.