Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «2»

Самуил «2» 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут: Саулниң өйидин тирик қалған бирәрси бармекин, бар болса мән Йонатанниң һөрмитидә униңға шапаәт көрситәй? — деди.
2Әнди Саулниң аилисидики Зиба дегән бир хизмәткар қалған еди. Улар уни Давутниң қешиға чақирди. Кәлгәндә, падишаһ униңдин: Сән Зибаму? дәп сориди. У: Пеқир мән шу! — деди.
3Падишаһ: Саулниң аилисидин бирәрси тирик қалдиму? Мән униңға Худаниң шапаитини көрситәй дәватимән, — деди. Зиба падишаһқа: Йонатанниң бир оғли тирик қалди; униң икки пути ақсайду — деди.  
4Падишаһ униңдин: У қәйәрдә, дәп сориди. Зиба падишаһқа: У Ло-Дибарда, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидә туриду — деди.
5Шуңа Давут падишаһ киши әвәтип уни Ло-Дибардин, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидин елип кәлди.
6Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәт Давутниң алдиға кәлгәндә, йүзини йәргә йиқип, тазим қилди. Давут: Сән Мәфибошәтму? — дәп чақиривиди, у: Пеқир шу! — дәп җавап қайтурди.
7Давут униңға: Қорқмиғин, атаң Йонатан үчүн, саңа шапаәт қилмай қалмаймән; боваң Саулниң һәммә йәр-зиминлирини саңа қайтуруп берәй, сән һемишә мениң дәстихинимдин ғизалинисән — деди.
8Мәфибошәт тазим қилип: Қулуң немә еди, мәндәк бир өлүк ишт алийлири қәдирлигидәк немә едим? — деди.
9Андин падишаһ Саулниң хизмәткари Зибани чақирип униңға: Саулниң вә пүткүл аилисиниң һәммә тәәллуқатини мана мән ғоҗаңниң оғлиниң қолиға бәрдим.
10Сән билән оғуллириң вә хизмәткарлириң униң үчүн шу зиминда териқчилиқ қилип, чиққан мәһсулатлирини ғоҗаңниң оғлиға йейишкә тапшуруңлар. Ғоҗаңниң оғли Мәфибошәт мән билән һемишә һәмдәстихан болуп ғизалиниду, — деди (Зибаниң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткари бар еди).
11Зиба падишаһқа: Ғоҗам падишаһ қуллириға буйруғанниң һәммисигә кәминилири әмәл қилиду, — деди. Падишаһ Давут йәнә: Мәфибошәт болса падишаһниң бир оғлидәк дәстихинимдин таам йесун — деди.
12Мәфибошәтниң Мика дегән кичик бир оғли бар еди. Зибаниң өйидә туруватқанларниң һәммиси Мәфибошәтниң хизмәткарлири болди.
13Әнди Мәфибошәт Йерусалимда туратти; чүнки у һемишә падишаһниң дәстихинидин таам йәп туратти. Униң икки пути ақсақ еди.