Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Самуил «2»

Самуил «2» 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин кейин Исраилниң барлиқ қәбилилири Һебронға Давутниң қешиға келип: Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
2Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила; Пәрвәрдигар силигә: Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп, уларни бақисән, Исраилниң әмри болисән, дегән еди — деди.  
3Шуниң билән Исраилниң һәммә ақсақаллири Һебронға падишаһниң қешиға кәлди; Давут падишаһ Һебронда, Пәрвәрдигарниң алдида улар билән әһдә түзүшти. Андин улар Давутни Исраилға падишаһ болушқа мәсиһ қилди.
4Давут падишаһ болғанда оттуз яшқа киргән болуп, қириқ жил сәлтәнәт қилди.
5У Һебронда Йәһуданиң үстидә йәттә жил алтә ай сәлтәнәт қилип, Йерусалимда пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстидә оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
6Падишаһ өз адәмлири билән Йерусалимға чиқип, шу зиминда турған Йәбусийлар билән җәң қилғили барди. Улар Давутқа: Сән бу йәргә кирәлмәйсән, бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти.
7Лекин Давут Зион қорғинини алди (бу йәр Давутниң шәһири дәп атилиду).
8Давут у күни: Кимки Йәбусийларни урай десә сүңгүч билән чиқиши керәк, андин у Давут қин-қинидин өч көридиған бу кор, ақсақлар билән һесаплишалайду, деди. Шуниң билән «Қорлар я ақсақлар өйгә кирмисун» дәйдиған мақал пәйда болди.  
9Шундақ қилип Давут қорғанда турди вә у йәрни «Давутниң шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрниң әтрапиға Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди.
10Давут барғансери қудрәт тапти; самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
11Турниң падишаһи Һирам Давутниң қешиға әлчиләрни әвәтти вә улар билән қошуп, кедир яғачлири, яғаччилар вә ташчиларни әвәтти; улар Давут үчүн бир орда ясап бәрди.
12Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падишаһ тикләп, өз хәлқи Исраил үчүн өзиниң падишаһлиғини гүлләндүргәнлигини билип йәтти.
13Давут Һеброндин кәлгәндин кейин Йерусалимдин йәнә аялларни вә кенизәкләрни алди; шуниң билән Давутқа йәнә көп оғул-қизлар туғулди.
14Йерусалимда униңдин туғулғанларниң исимлири мана мундақ еди: Шаммуа, Шобаб, Натан, Сулайман,
15Ибһар, Елишуа, Нәфәг, Яфия,
16Елишама, Елиада вә Елифәләт.
17Филистийләр Давутниң Исраилға падишаһ болушқа мәсиһләнгинини аңлиғанда, улар һәммиси Давутни тутқили чиқти, Давут буни аңлапла, қорғанға чүшти.
18Филистийләр келип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди;

19Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Филистийләргә қарши атлинайму? Уларни қолумға тапшурарсәнму? — деди. Пәрвәрдигар Давутқа: Чиққин! Чүнки, Мән Филистийләрни җәзмән қолуңға тапшуримән — деди.
20У вақитта Давут Баал-Пәразимға барди. У йәрдә Давут уларни тар мар қилди. У: — «Пәрвәрдигар мениң алдимда дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» — деди. Шуниң билән у йәрни «Баал-Пәразим» дәп атиди.   
21Филистийләр у йәрдә өз мәбудлирини ташлап кәтти; Давут билән адәмлири уларни елип кәтти.
22Әнди Филистийләр йәнә чиқип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди.
23Давут Пәрвәрдигардин йол сориди. Пәрвәрдигар: Сән у йәргә чиқмай, бәлки уларниң кәйнидин айлинип өтүп үҗмә дәрәқлириниң удулидин һуҗум қилғин — деди,
24Шундақ болидуки, сән үҗмә дәрәқлигиниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла дәрһал атлан; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду, — деди.
25Давут Пәрвәрдигарниң униңға әмир қилғинидәк қилип, Филистийләрни Гибеондин Гәзәргичә қоғлап қирди.