1Давут тағниң чоққисидин әндила өтүшигә Мәфибошәтниң хизмәткари Зиба икки йүз нан, бир йүз кишмиш пошкили, йүз язлиқ мевә пошкили вә бир тулум шарапни икки ешәккә артип униң алдиға чиқти.
2Падишаһ Зибаға: Буларни немә үчүн әкәлдиң? деди. Зиба: Ешәкләрни падишаһниң аилисидикиләр мениши үчүн, нанлар билән язлиқ мивиләрни ғуламларниң йейиши үчүн, шарапни чөлдә һерип кәткәнләрниң ичиши үчүн әкәлдим — деди.
3Падишаһ: Ғоҗаңниң оғли нәдә? — дәп сориди. Зиба падишаһқа җавап берип: У йәнила Йерусалимда қалди, чүнки у: Бүгүн Исраил җәмәтидикиләр атамниң падишаһлиғини маңа яндуруп бериду, дәп олтириду — деди.
4Падишаһ Зибаға: Мана Мәфибошәтниң һәммиси саңа тәвә болсун, девиди, Зиба: Мән силигә тазим қилимән; силиниң алдилирида илтипат тапсам, и ғоҗам падишаһ, — деди.
5Давут падишаһ Баһуримға кәлгәндә, мана Саулниң җәмәтидин болған, Гераниң оғли Шимәй исимлиқ бир адәм шу йәрдин униң алдиға чиқти; у бу яққа кәлгәч кимду бирини қарғавататти.
6У Давутниң өзигә вә Давут падишаһниң барлиқ хизмәткарлириға қарап ташларни атти; һәммә хәлиқ билән барлиқ палванлар падишаһниң оң тәрипидә вә сол тәрипидә туратти.
7Шимәй қарғап: Йоқал, йоқал, һәй сән қанхор, иплас!
8Сән Саулниң орнида падишаһ болдуң, лекин Пәрвәрдигар униң җәмәтиниң қенини сениң бешиңға қайтурди; әнди Пәрвәрдигар падишаһлиқни оғлуң Абшаломниң қолиға бәрди; мана, өзүңниң рәзиллигиң сениң үстүңгә чүшти, чүнки сән бир қанхорсән! — деди.
9Зәруияниң оғли Абишай падишаһқа: Немишкә бу өлүк ишт ғоҗам падишаһни қарғисун? У йәргә берип униң бешини кәскили маңа иҗазәт бәргәйсән! — деди.
10Лекин падишаһ: И Зәруияниң оғуллири, мениң билән немә кариңлар? У қарғиса қарғисун! Әгәр Пәрвәрдигар униңға, Давутни қарғиғин, дәп ейтқан болса, ундақта ким униңға: Немишкә бундақ қилисән? — дейәлисун?
11Давут Абишайға вә барлиқ хизмәткарлириға: Мана өз пуштумдин болған оғлум мениң җенимни издигән йәрдә, бу Бинямин киши униңдин артуқрақ қилмамду? Уни қарғиғили қойғин, чүнки Пәрвәрдигар униңға шундақ буйрупту.
12Пәрвәрдигар бәлким мениң дәрдлиримни нәзиригә елип, бу адәмниң бүгүн мени қарғиғанлириниң орнида маңа яхшилиқ яндурар, деди.
13Шуниң билән Давут өз адәмлири билән йолда меңивәрди. Шимәй болса Давутниң удулдики тағ бағрида маңғач қарғайтти һәм таш етип топа-чаң чачатти.
14Падишаһ вә униң билән болған хәлиқниң һәммиси һерип, мәнзилгә барғанда у йәрдә арам алди.
15Әнди Абшалом барлиқ Исраиллар билән Йерусалимға кәлди; Аһитофәл униң билән биллә еди.
16Давутниң дости аркилиқ Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, у Абшаломға: Падишаһ яшисун! Падишаһ яшисун! — деди.
17Абшалом Һушайға: Бу сениң достуңға көрситидиған һиммитиңму? Немишкә достуң билән бармидиң? — деди.
18Һушай Абшаломға: Яқ, ундақ әмәс, бәлки Пәрвәрдигар вә бу хәлиқ һәмдә Исраилларниң һәммиси кимни таллиса, мән униңға тәвә болай вә униң йенида туримән.
19Шуниңдин башқа кимниң хизмитидә болай? Униң оғлиниң қешида хизмәт қилмамдим? Сениң атаңниң қешида хизмәт қилғандәк, әнди сениң қешиңда хизмәт қилай, — деди.
20Андин Абшалом Аһитофәлгә: Мәслиһәтлишип йол көрситиңлар; қандақ қилсақ болар? — деди.
21Аһитофәл Абшаломға: Атаңниң ордисиға қариғили қойған кенизәклири билән биллә ятқин; шуниң билән пүткүл Исраил сениң өзүңни атаңға нәпрәтлик қилғанлиғиңни аңлайду; шундақ қилип саңа әгәшкәнләрниң қоллири күчләндүрүлиду, деди.
22Шуниң билән улар Абшалом үчүн ординиң өгүзидә бир чедир тикти; Абшалом һәммә Исраилниң көзлири алдида өз атисиниң кенизәклири билән биллә болди.
23У күнләрдә Аһитофәлниң бәргән мәслиһәти худди киши Худадин сорап еришкән сөз-каламдәк һесаплинатти. Униң Давутқа вә Абшаломға бәргән һәммә мәслиһәтиму һәм шундақ қарилатти.