1Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Шундақ қилип, Давут Филистийләрниң қолидин мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди.
2У һәм Моабийларға һуҗум қилип, уларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә ятқузуп, тана билән өлчәп, икки тана кәлгәнләрни өлтүрди, бир тана кәлгәнләрни тирик қалдурди. Моабийлар болса Давутқа беқинип, униңға селиқ тапшурди.
3Андин Зобаһниң падишаһи Рәһобниң оғли Һададезәр Әфрат дәриясиға чиқип, шу йәрдики һакимийәтни өзигә қайтидин тартивалмақчи болғанда, Давут униңға һуҗум қилип, мәғлуп қилди.
4Давут униң қошунидин бир миң йәттә йүз атлиқ әскәрни вә жигирмә миң пиядә әскәрни әсир қилди; Давут һарву атлириниң пийини кәстүрди, лекин өзигә йүз һарвулиқ атни қалдуруп қойди.
5Дәмәшиқтики Сурийләр Зобаһниң падишаһи Һададезәргә ярдәм бериш үчүн чиқти, лекин Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң адәмни өлтүрди.
6Андин Давут бир нәччә баргаһ әскәрләрни Дәмәшиқтики Сурийләрниң зиминида турғузди; шуниң билән Сурийләр Давутқа беқинип униңға селиқ тапшурди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
7Давут Һададезәрниң ғуламлириға тәминләнгән алтун қалқанни тартивелип, Йерусалимға кәлтүрди
8вә Һададезәрниң шәһәрлири болған Битаһ билән Биротай шәһәрлиридинму интайин көп мисни қолға чүшүрди.
9Хаматниң падишаһи Той Давутниң Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғинини аңлап,
10өз оғли Йорамни Давутниң һалини сорашқа вә Давутниң Һададезәр билән җәң қилип уни мәғлуп қилғиниға уни тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Һададезәр дайим Той билән җәң қилип келивататти. Йорам болса күмүч, алтун вә мис қача-буюмларни елип кәлди.
11Давут падишаһ мушуларни вә өзи беқиндурған һәммә әлләрдин, җүмлидин Сурийләрдин, Моабийлардин, Аммонийлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләрни Пәрвәрдигарға атап беғишлиди. Булар Зобаһниң падишаһи Рәһобниң оғли Һададезәрдин алған олҗини өз ичигә алиду.
13Давут Сурийләрни мәғлуп қилип, йәни он сәккиз миң адәмни «Шор вадиси»да өлтүрүп янғанда, униң нам-даңқи хелә чиққан еди.
14У Едомда әскәр баргаһлирини турғузди; пүтүн Едомда баргаһларни қурди. Шуниң билән Едомийларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
15Давут пүткүл Исраил үстигә сәлтәнәт қилди; у пүткүл хәлқини сорап, адил һөкүмләр чиқирип адаләт жүргүзәтти.
16Зәруияниң оғли Йоаб қошунниң сәрдари болди; Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза болди;
17Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Ахимәләк каһин болди; Серая диван беги болди.
18Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси болди; Давутниң оғуллириму каһин болди.