Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 3

Падишаһлар «1» 3:8-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Өз қулуң Сән таллиған хәлқиң, көплүгидин санап болмайдиған һесапсиз улуқ бир хәлиқ арисида туриду.
9Шуңа Өз қулуңға хәлқиңниң үстидә һөкүм қилишқа яхши-яманни пәриқ етидиған ойғақ бир қәлбни бәргәйсән; болмиса, ким бу улуқ хәлқиң үстигә һөкүм қилалисун? — деди.
10Сулайманниң шуни тилигини Рәбни хуш қилди.
11Худа униңға: — Сән шуни тилигиниң үчүн — Я өзүң үчүн узун өмүр тилимәй, я өзүң үчүн дөләт-байлиқ тилимәй, я дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, бәлки тоғра һөкүм қилғили ойғақ болушқа өзүң үчүн әқил-парасәтни тилигиниң үчүн,
12мана, сөзүң бойичә шундақ қилдим. Мана саңа шундақ дана вә йорутулған қәлбни бәрдимки, сәндин илгири саңа охшайдиғини болмиған, сәндин кейинму саңа охшайдиғини болмайду.
13мән сән тилимигән нәрсиниму, йәни дөләт-байлиқ вә шан-шөһрәтни саңа бәрдим. Шуниң билән барлиқ күнлириңдә падишаһларниң арисида саңа охшаш болидиғини чиқмайду.
14Әгәр атаң Давут маңғандәк Мениң йоллиримда меңип, бәлгүлимилирим вә әмирлиримни тутсаң күнлириңни узартимән, деди.
15Сулайман ойғанғанда, мана бу бир чүш еди. У Йерусалимға келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдиға келип, өрә туруп көйдүрмә қурбанлиқларни қилип, тәшәккүр қурбанлиқлирини өткүзүп, һәммә хизмәткарлириға зияпәт қилип бәрди.
16Шуниңдин кейин икки паһишә аял падишаһниң қешиға келип униң алдида турди.

Read Падишаһлар «1» 3Падишаһлар «1» 3
Compare Падишаһлар «1» 3:8-16Падишаһлар «1» 3:8-16