Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1»

Падишаһлар «1» 5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Турниң падишаһи Һирам Сулайманни атисиниң орниға падишаһ болушқа мәсиһ қилинған дәп аңлап, өз хизмәткарлирини униң қешиға әвәтти; чүнки Һирам Давутни изчил сөйгүчи еди.
2Сулайман Һирамға адәм әвитип мундақ учурни йәткүзди: —
3«Өзүң билисәнки, атам Давутниң дүшмәнлирини Пәрвәрдигар униң пути астиға қойғичә, у әтрапида һәр тәрәптә җәң қилғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигар Худасниң намиға бир ибадәтхана ясиялмиди.
4Әнди һазир Пәрвәрдигар Худайим маңа һәммә тәрәптин арам бәрди; һеч бир дүшминим йоқ, һеч бир бала-қаза йоқ.
5Мана, Пәрвәрдигарниң атам Давутқа: «Мән сениң орнуңға өз тәхтиңгә олтарғузған оғлуң болса, у мениң намимға бир ибадәтхана ясайду» дәп ейтқинидәк, мән Пәрвәрдигар Худайимниң намиға бир ибадәтхана ясай дәп нийәт қилдим;
6әнди мән үчүн адәмлириңгә Ливандин кедир дәрәқлирини кесиңлар, дәп ярлиқ чүшүргин; мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириңға һәмдәмдә болиду. Сениң бекиткиниң бойичә хизмәткарлириңға берилидиған иш һәққини саңа төләймән; чүнки өзүңгә аянки, дәрәқ кесиштә аримизда һеч ким Зидондикиләрдәк уста әмәс».
7Һирам Сулайманниң сөзини аңлиғанда интайин хошал болуп: — Бүгүн бу улуқ хәлиқ үстигә һөкүм сүрүшкә Давутқа шундақ дана бир оғул бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтилсун! — деди.
8Һирам Сулайманға адәм әвитип: — Сән маңа қойған тәләплириңни аңлап қобул қилдим. Мән сениң кедир яғичи вә арча яғичи тоғрилиқ арзу қилғанлириңниң һәммисини ада қилимән;
9Мениң хизмәткарлирим шуларни Ливандин деңизға апириду; мән уларни сал қилип бағлап, деңиз билән сән маңа бекиткән йәргә йәткүзимән, андин шу йәрдә уларни йәшкүзимән. Шуниң билән сән уларни тапшурувелип, елип кетисән. Буниң һесавиға сән тәләплирим бойичә ордидикилирим үчүн йемәк-ичмәк тәминлигәйсән, — деди.
10Шундақ қилип, Һирам Сулайманға барлиқ тәливи бойичә кедир яғачлири вә арча яғачлирини бәрди.
11Сулайман Һирамға ордидикилириниң йемәк-ичмикигә жигирмә миң кор буғдай вә жигирмә бат сап зәйтун мейини әвәтип бәрди. Һәр жили Сулайман Һирамға шундақ берәтти.
12Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә қилғандәк униңға даналиқ бәргән еди. Һирам билән Сулайманниң арисида енақлиқ болуп, иккиси әһдә түзүшти.
13Сулайман падишаһ пүтүн Исраилдин һашарға ишләмчиләрни бекитти, уларниң сани оттуз миң еди.
14У буларни нөвәт билән һәр айда он миңдин Ливанға әвәтәтти; шундақ қилип, улар бир ай Ливанда турса, икки ай өйидә турди. Адонирам һашарчиланиң үстидә туратти.
15Сулайманниң йәтмиш миң һаммили, тағларда ишләйдиған сәксән миң ташчиси бар еди.
16Униңдин башқа Сулайманниң мәнсәпдарлиридин иш үстигә қоюлған үч миң үч йүз иш беши бар еди; улар ишләмчиләрни башқуратти.
17Падишаһ ярлиқ чүшүрүши билән улар ибадәтханиниң улини селишқа ойулған, чоң вә қиммәтлик ташларни кесип кәлтүрди.
18Вә Сулайманниң тамчилири билән Һирамниң тамчилири вә Гәбаллиқлар қошулуп ташларни оюп, өйни ясаш үчүн яғач һәм ташларни тәйярлап қойди.