Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1»

Падишаһлар «1» 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Исраиллар Мисирдин чиққандин кейинки төрт йүз сәксининчи жили, Сулайманниң Исраилниң үстидики сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң иккинчи ейида, йәни Зиф ейида у Пәрвәрдигарниң өйини ясашқа башлиди.  
2Сулайман падишаһ Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз вә егизлиги оттуз гәз еди.
3Ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң алдидики айванниң узунлуғи ибадәтханиниң кәңлиги билән баравәр болуп, жигирмә гәз еди. Ибадәтханиниң алдидики айванниң кәңлиги он гәз еди.
4У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти.
5Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға яндаш үч қәвәтлик бир имарәтни салди вә униң ичигә һуҗриларни ясиди.
6Ташқириқи имарәтниң төвәнки қәвитиниң кәңлиги бәш гәз, оттура қәвитиниң кәңлиги алтә гәз, үчинчи қәвитиниң кәңлиги йәттә гәз еди. Чүнки ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди.
7Ибадәтхана пүтүнләй тәйяр қилип елип келингән ташлардин бена қилинған еди. Шундақ қилғанда, уни ясиған вақитта нә болқа нә палта нә башқа төмүр әсвапларниң авази у йәрдә һеч аңланмайтти.
8Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди; бир айланма пәләмпәй оттура қәвәткә андин оттура қәвәттин үчинчи қәвәткә чиқатти.
9Шундақ қилип Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди. Ибадәтханиниң үстигә хар-лимларни бекитип, уни кедир тахтайлар билән қаплиди.
10У ибадәтханиға яндаш имарәтниң қәвәтлириниң егизлигини бәш гәздин қилди. Шу имарәтниң қәвәтлири ибадәтханиға кедир лимлири арқилиқ тутушуқлуқ еди.
11Пәрвәрдигарниң сөзи Сулайманға келип мундақ дейилдики: —
12«Сән Маңа ясаватқан бу ибадәтханиға кәлсәк, әгәр сән бәлгүлимилиримдә меңип, һөкүмлиримгә риайә қилип, барлиқ әмирлиримни тутуп уларда маңсаң, Мән атаң Давутқа сән тоғрилиқ ейтқан сөзүмгә әмәл қилимән;
13Мән Исраилларниң арисида макан қилип өз хәлқим Исраилни әсла ташлимаймән».
14Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди.
15Ибадәтханиниң тамлириниң ич тәрипини у кедир тахтайлири билән ясап, ибадәтханиниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә яғач билән қаплиди; вә арча тахтайлири билән ибадәтханиға пол ятқузди.
16У ибадәтханиниң арқа темидин жигирмә гәз өлчәп ара там ясап, ичкирики ханини һасил қилди; у тегидин тартип торус лимлириғичә кедир тахтайлири билән қаплиди. Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди.
17Униң алдидики өй, йәни муқәддәс ханиниң узунлуғи қириқ гәз еди.
18Ибадәтханиниң ички тамлириға қапақ вә чечәкниң нусхилири нәқиш қилинған еди. Ибадәтхана пүтүнләй кедир тахтайлар билән қапланған еди. Һеч таш көрүнмәйтти.

19Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини у йәрдә қоюш үчүн, у ибадәтханиниң ичкиридики каламханини ясиди.
20Каламханиниң узунлуғи жигирмә гәз, тоғриси жигирмә гәз, егизлиги жигирмә гәз еди; у уни сап алтундин қаплиди, шундақла униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди.
21Сулайман ибадәтханиниң ичини сап алтун билән қаплиди; у ички каламханиниң алдини алтун зәнҗирләр билән тосиди; каламханини алтун билән қаплиди.
22Шу тәриқидә у пүткүл ибадәтханини, йәни пүткүл ибадәтханиниң ичини алтун билән толуқ қаплиған еди. Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһниму пүтүнләй алтун билән қаплиған еди.
23Каламханиға у зәйтун яғичидин икки керубниң шәклини ясиди. Һәр бириниң егизлиги он гәз еди.   
24Бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз вә йәнә бир қанитиниң узунлуғи һәм бәш гәз болуп, бир қанитиниң учидин йәнә бир қанитиниң учиғичә он гәз еди.
25Иккинчи керубниң икки қанити қошулуп он гәз еди. Икки керубниң чоң-кичиклиги вә шәкли охшаш еди.
26Бир керубниң егизлиги он гәз болуп, иккинчи керубниңкиму һәм шундақ еди.
27У керубларни ичкирики ханида қойди. Керубларниң қанатлири йейилип туратти. Бирисиниң бир қанити бир тамға тегип, иккинчисиниң қанити удулидики тамға тегип туратти; иккисиниң ичидики қанатлири ханиниң оттурисида бир-биригә тегишип туратти.
28У керубларни алтун билән қаплиди.
29У ибадәтханиниң тамлириниң пүткүл ич чөрсини, йәни ичкирики ханиниң вә һәм ташқириқи ханиниң чөрисини керуб билән хорма дәрәқлириниң шәкиллири вә чечәк нусхилири билән нәқиш қилди.
30Ибадәтханиниң полини, йәни ичкирики ханиниң һәм ташқириқи ханиниңкини алтун билән қаплиди.
31Каламханиниң кириш еғизиға у зәйтун яғичидин етилгән қош ишикләрни ясиди. Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди.
32Бу қош ишикләр зәйтун яғичидин етилгән еди; у ишикләрниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилири нәқиш қилинип зиннәтләнгән еди; у ишикләрни, җүмлидин керуб билән хорма дәрәқлириниң нәқишлирини алтун билән қаплиди.
33Ибадәтханиниң ташқи ханисиниң ишигиниң кешәклирини зәйтун яғичидин ясиди; улар өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди;
34қош қанатлиқ ишик болса арча яғичидин ясалди. Бир қанити йейилип қатлинатти, иккинчи қанитиму йейилип қатлинатти.
35У уларниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилирини нәқиш қилди; андин уларниң үстигә, җүмлидин нәқишләр үстигә алтун қаплиди.
36Ичкирики һойлиниң темини болса у үч қәвәт ойулған таш билән бир қәвәт кедир яғичидин ясиди.

37Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң Зиф ейида Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ули селинди.
38Вә он биринчи жилиниң бул ейида, йәни сәккизинчи айда ибадәтханиниң һечйери қалдурулмай, лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди. Шундақ қилип униң өйни ясишиға йәттә жил кәтти.