Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1»

Падишаһлар «1» 13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Вә мана, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән Худаниң бир адими Йәһудадин чиқип Бәйт-Әлгә кәлди; шу пәйттә Йәробоам хушбуй йеқишқа қурбангаһниң йенида туратти;
2шу адәм қурбангаһға қарап Пәрвәрдигарниң әмри билән чақирип: — И қурбангаһ, и қурбангаһ! Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Давутниң җәмәтидә Йосия исимлиқ бир оғул туғулиду. У болса сениң үстүңдә хушбуй яққан «жуқури җайлар»дики каһинларни союп қурбанлиқ қилиду; шундақла сениң үстүңдә адәм сүйәклири көйдүрүлиду! — деди.  
3У күни у бир бешарәтлик аламәтни җакалап: Пәрвәрдигарниң мошу сөзини испатлайдиған аламәт шу болидуки: — Мана, қурбангаһ йерилип, үстидики күлләр төкүлүп кетиду, — деди.
4Вә шундақ болдики, Йәробоам падишаһ Худаниң адиминиң Бәйт-Әлдики қурбангаһқа қарап җакалиған сөзини аңлиғанда, у қурбангаһта туруп қолини созуп: — Уни тутуңлар, деди. Лекин униңға қаритип созған қоли шуниң билән шу пети қуруп кәтти, уни өзигә йәнә жиғалмиди.
5Андин Худаниң адими Пәрвәрдигарниң сөзи билән ейтқан мөҗизилик аламәт йүз берип, қурбангаһ һәм йерилип үстидики күлләр төкүлүп кәтти.
6Падишаһ Худаниң адимидин: — Пәрвәрдигар Худайиңдин мениң һәққимдә өтүнгәйсәнки, қолумни әслигә кәлтүргәй, дәп ялвурди. Худаниң адими пәрврәрдигарниң илтипатини өтүнгинидә, падишаһниң қоли йәнә өзигә жиғилип әслигә кәлтүрүлди.
7Падишаһ Худаниң адимигә: — Мениң билән өйүмгә берип өзүңни қутландурғин, мән саңа инъам берәй, деди.
8Лекин Худаниң адими падишаһқа җавап берип: — Сән маңа ордаңниң йеримини бәрсәңму, сениң билән бармаймән яки бу йәрдә нан йәп су ичмәймән.
9Чүнки Пәрвәрдигар Өз сөзини йәткүзүп маңа буйруп: «Сән нә нан йемә нә су ичмә, барған йолуң билән қайтип кәлмә» дегән, деди.
10Шуниң билән у Бәйт-Әлгә кәлгән йол билән әмәс, бәлки башқа бир йол билән қайтип кәтти.
11Лекин Бәйт-Әлдә яшанған бир пәйғәмбәр туратти. Униң оғуллири келип Худаниң адиминиң у күни Бәйт-Әлдә қилған барлиқ әмәллирини униңға дәп бәрди, шундақла униң падишаһқа қилған сөзлириниму атисиға ейтип бәрди.
12Атиси улардин, у қайси йол билән кәтти, дәп сориди; чүнки оғуллири Йәһудадин кәлгән Худаниң адиминиң қайси йол билән кәткинини көргән еди.
13У оғуллириға: — Маңа ешәкни тоқуп бериңлар, дәп тапилиди. Улар униңға ешәкни тоқуп бәргәндә у униңға минип
14Худаниң адиминиң кәйнидин қоғлап кәтти. У уни бир дуб дәриғиниң астида олтарған йеридин тепип униңдин: — Йәһудадин кәлгән Худаниң адими сәнму? — дәп сориди. У: — Мән шу, дәп җавап бәрди.
15У униңға: — Мениң билән өйүмгә берип нан йегин, деди.
16У җавапән: — Мән нә сениң билән қайталмаймән, нә сениңкигә кирәлмәймән; мән нә бу йәрдә сениң билән нан йәп су ичәлмәймән;
17чүнки Пәрвәрдигар өз сөзи билән маңа тапилап: «У йәрдә нан йемә, су ичмигин; барған йолуң билән қайтип кәлмигин» дегән, деди.
18Қери пәйғәмбәр униңға: — Мән һәм сәндәк бир пәйғәмбәрдурмән; вә бир пәриштә Пәрвәрдигарниң сөзини маңа йәткүзүп: — «Униңға нан йегүрүп, су ичкүзгили өзүң билән өйүңгә яндуруп кәл» деди, дәп ейтти. Лекин у шуни дәп униңға ялған ейтивататти.

19Шуниң билән Худаниң адими униң билән йенип өйдә нан йәп су ичти.
20Лекин улар дәстиханда олтарғинида, Пәрвәрдигарниң сөзи уни яндуруп әкәлгән қери пәйғәмбәргә кәлди.
21У Йәһудадин кәлгән Худаниң адимини чақирип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәтсизлик қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң буйруған әмрини тутмай,
22бәлки йенип, У саңа: — Нан йемә, су ичмә, дәп мәнъий қилған йәрдә нан йәп су ичкиниң түпәйлидин, җәситиң ата-бовилириңниң қәбридә көмүлмәйду», дәп товлиди.
23Вә шундақ болдики, Худаниң адими нан йәп су ичип болғанда, униңға, йәни өзи яндуруп әкәлгән пәйғәмбәргә ешәкни тоқуп бәрди.
24У йолға чиқти. Кетиватқинида, йолда униңға бир шир учрап, уни өлтүрүвәтти. Шуниң билән униң өлүги йолда ташлинип қалди, ешиги болса униң йенида туратти; ширму җәсәтниң йенида туратти.
25Мана бир нәччә адәм өтүп кетиветип, йолда ташлинип қалған җәсәт билән җәсәтниң йенида турған ширни көрди; улар қери пәйғәмбәр турған шәһәргә келип у йәрдә шу хәвәрни йәткүзди.
26Уни йолдин яндурған пәйғәмбәр буни аңлап: — У дәл Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәтсизлик қилған Худаниң адимидур. Шуңа Пәрвәрдигар уни ширға тапшурди; Пәрвәрдигар униңға қилған сөзи бойичә шир уни титма-титма қилип өлтүрди, деди.
27У оғуллириға: — Маңа ешәкни тоқуп бериңлар, деди; улар уни тоқуп бәрди.
28У йолда ташлақлиқ җәсәт билән җәсәтниң йенида турған ешәк вә ширни тапти. Шир болса нә җәсәтни йемигән еди нә ешәкниму талимиған еди.
29Пәйғәмбәр Худаниң адиминиң җәситини елип ешәккә артип янди. Қери пәйғәмбәр униң үчүн матәм тутуп уни дәпнә қилғили шәһәргә кирди.
30У җәсәтни өз қәбирстанлиғида қойди. Улар униң үчүн матәм тутуп: — Аһ бурадирим! — дәп пәряд көтәрди.
31Уни дәпнә қилғандин кейин у өз оғуллириға: — Мән өлгәндә мени Худаниң адими дәпнә қилинған гөргә дәпнә қилиңлар; мениң сүйәклиримни униң сүйәклириниң йенида қоюңлар;
32чүнки у Пәрвәрдигарниң буйруғи билән Бәйт-Әлдики қурбангаһқа қариған вә Самарийәдики шәһәрләрниң «жуқури җай»лиридики ибадәт өйлиригә қариған, униң җар қилған сөзи әмәлгә ашурулмай қалмайду, — деди.  
33Лекин Йәробоам бу вақиәдин кейинму өз рәзил йолидин янмай, бәлки «жуқури җайлар»ға һәр хил хәлиқтин каһинларни тайинлиди; ким халиса, у шуни «муқәддәс қилип» каһинлиқ мәнсивигә беғишлайтти; шуниң билән улар «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилишқа каһин болатти.   
34Шу иш түпәйлидин Йәробоам җәмәтиниң һесавиға гуна болуп, уларниң йәр йүзидин үзүп елинип һалак болушиға сәвәп болди.