1Үч жилғичә Сурийә билән Исраилниң оттурисида җәң болмиғачқа, улар течлиқта өтти.
2Үчинчи жилда болса Йәһуданиң падишаһи Йәһошафат Исраилниң падишаһини йоқлап барди.
3Исраилниң падишаһи өз хизмәткарлириға: — Гилеадтики Рамот бизниңки екәнлигини билисиләрғу? Шундақ екән, немишкә биз җим олтирип, техичә Сурийәниң падишаһиниң қолидин уни алмаймиз? — деди.
4У Йәһошафатқа: — Җәң қилғили мениң билән Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп сориди. Йәһошафат Исраилниң падишаһиға җавап берип: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур, мениң атлирим силиниң атлиридур, деди.
5Лекин Йәһошафат Исраилниң падишаһиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
6Шуниң билән Исраилниң падишаһи пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүзчә адәмни жиғдуруп улардин: — Соқушқили Гилеадтики Рамотқа чиқсам боламду, йоқ? — дәп соривиди, улар: — Чиққин, Рәб уни падишаһниң қолиға бериду, дейишти.
7Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму? — дәп сориди.
8Исраилниң падишаһи Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
9Андин Исраилниң падишаһи бир чакирини чақирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
10Әнди Исраилниң падишаһи билән Йәһуданиң падишаһи Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти. Уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
11Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап чиқип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
12Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаһниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
13Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаһқа яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниң сөзи билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
14Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
15У падишаһниң алдиға кәлгәндә падишаһ униңдин: И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисән; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни падишаһниң қолиға бериду, деди.
16Лекин падишаһ униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
17Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун», деди, — деди.
18Исраилниң падишаһи Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
19Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
20Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
21шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай», деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» — дәп соривиди,
22у: - «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
23Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға ялғанчи бир роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
24Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп, саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
25Микая җавап берип: — Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.
26Исраилниң падишаһи әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаһниң оғли Йоашқа тапшуруп,
27уларға тапилап: «Падишаһ мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дегин, дәп буйруди.
28Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.
29Исраилниң падишаһи билән Йәһуданиң падишаһи Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти.
30Исраилниң падишаһи Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиққайла, деди. Исраилниң падишаһи башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
31Сурийәниң падишаһи җәң һарвулири үстидики оттуз икки сәрдарға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаһи билән соқушуңлар, дәп буйруди.
32вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаһи дәп, униңға һуҗум қилғили бурулди. Лекин Йәһошафат пәряд көтәрди.
33җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаһи әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти.
34Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишаһиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди.
35У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падишаһ болса Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Зәхмидин қени һарвуниң тегигичә еқип, кәч киргәндә у өлди.
36Күн патарда қошун арисида бир қаттиқ сада аңлинип: — Һәр адәм өз шәһиригә янсун! Һәр бири өз жутиға йенип кәтсун! — дейилди.
37Падишаһ өлди, кишиләр уни Самарийәгә елип кәлди; улар падишаһни Самарийәдә дәпнә қилди.
38Бириси падишаһниң һарвусини Самарийәниң көлидә юғанда (бу көл паһишә аяллар жуюнидиған җай еди), Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, иштлар униң қенини ялиди.
39Аһабниң башқа ишлири, қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң ясиған «пил чиш сарийи» вә бена қилған һәммә шәһәрләр тоғрилиқ «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
40Аһаб ата-бовилири арисида ухлиди. Андин униң оғли Аһазия орнида падишаһ болди.
41Асаниң оғли Йәһошафат Исраилниң падишаһи Аһабниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида Йәһудаға падишаһ болди.
42Йәһошафат падишаһ болғанда оттуз бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди.
43У һәр ишта атиси Асаниң барлиқ йоллирида жүрүп, улардин чиқмай Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; халайиқ йәнила «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
45Вә Йәһошафат билән Исраилниң падишаһи оттурисида течлиқ болди.
46Йәһошафатниң башқа ишлири, униң көрсәткән қудрити, қандақ җәң қилғанлири тоғрисида «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
47У атиси асаниң күнлиридә зиминдин қоғливетилмигән кәспий бәччивазларни зиминидин һайдап чиқарди.
48У вақитта Едомниң падишаһи йоқ еди, бәлки бир валий һөкүм сүрәтти.
49Йәһошафат Офирдин алтун елип келиш үчүн бир «Таршиш кемә» әтритини қурди. Лекин кемиләр һечйәргә баралмиди; чүнки улар Әзион-Гәбәрдә урулуп вәйран болған еди.
50У вақитта Аһабниң оғли Аһазия Йәһошафатқа: — Мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириң билән кемиләрдә барсун, деди. Лекин Йәһошафат унимиди.
51Йәһошафат өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһорам орнида падишаһ болди.
52Аһабниң оғли Аһазия Йәһуданиң падишаһи Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он йәттинчи жилида Самарийәдә Исраилниң үстидә падишаһ болуп икки жил сәлтәнәт қилди.
53У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида вә анисиниң йолида жүрүп, шундақла Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң йолида маңди;
54у атиси қилғанниң һәммисини қилип, Баалниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.