Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1»

Падишаһлар «1» 15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Нибатниң оғли Йәробоам падишаһниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида Абиям Йәһуданиң үстигә падишаһ болуп   
2Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Маакаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.   
3Абиямниң қәлби бовиси Давутниң көңлидәк Худаси Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған әмәс еди, бәлки атиси Рәһобоамниң униңдин илгири қилған барлиқ гуналирида маңатти.
4Шундақтиму Давутниң сәвәвидин Худаси Пәрвәрдигар Йерусалимда униңға йоруқ бир чирақни қалдуруш үчүн, Давутниң әвладини униңдин кейинму тикләп турғузди вә Йерусалимни қоғдиди.   
5Чүнки Давут Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, Һиттий Урияға қилғанлиридин башқа өмриниң һәммә күнлиридә Пәрвәрдигар униңға әмир қилғанлиридин чиқмиди.
6Әнди Абиямниң пүтүн өмридә Рәһобоам билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип турди.
7Абиямниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Абиям билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип туратти.
8Абиям өз ата-бовилириниң арисида ухлиди; улар уни «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилди. Андин оғли Аса орнида падишаһ болди.
9Исраилниң падишаһи Йәробоам сәлтәнитиниң жигирминчи жилида Аса Йәһуданиң үстигә падишаһ болуп
10Йерусалимда қириқ бир жил сәлтәнәт қилди. Униң чоң анисиниң исми Маақаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.
11Аса атиси Давут қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
12У кәспий бәччивазларни зиминдин һайдап, ата-бовилири ясатқан һәммә жиркиничлик мәбудларни йоқитивәтти.   
13У йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «Ашәраһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.   
14«Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби өмриниң барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған еди.
15Һәм атиси һәм у өзи Пәрвәрдигарға атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрди.
16Әнди Аса вә Исраилниң падишаһи Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
17Исраилниң падишаһи Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаһи Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди.
18У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдә қалған барлиқ алтун-күмүч вә падишаһниң ордисидики ғәзниләрдә қалған алтун-күмүчни елип хизмәткарлириниң қолиға тапшурди; андин Аса падишаһ уларни Дәмәшиқтә турушлуқ Сурийә падишаһи Һезионниң нәвриси, Табриммонниң оғли Бән-Һададқа әвәтти вә шулар билән бу хәвәрни йәткүзүп: —

19«Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтундин һәдийә әвәттим; әнди Исраилниң падишаһи Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
20Бән-Һадад Аса падишаһниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Бәйт-Маақаһдики Абәл, пүткүл Киннәрәт жути билән Нафталиниң пүткүл зиминини беқиндурди.
21Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, Тирзаһқа берип турди.
22Аса падишаһ болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини һеч бирини қоймай чақирип жиғди; улар Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. Аса падишаһ мушуларни ишлитип Бинямин зиминидики Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
23Әнди Асаниң башқа ишлири, униң зор қудрити, униң қилғининиң һәммиси, шундақла ясиған шәһәрләр тоғрисида «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Лекин қериғанда, униң путида бир кесәл пәйда болди.
24Аса өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Йәһошафат орнида падишаһ болди.
25Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәробоамниң оғли Надаб Исраил үстигә һөкүм сүрүшкә башлиди; у Исраилға икки жил падишаһ болди.
26У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида меңип, атисиниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналирида маңди.
27Лекин Иссакар җәмәтидин болған Ахияһниң оғли Бааша униңға қәст қилип, уни Филистийләрниң тәвәсидики Гиббетонда өлтүрди. Шу чағда Надаб пүтүн Исраиллар билән бирликтә Гиббетонға қоршап һуҗум қиливататти.
28Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Бааша Надабни өлтүрүп, өзи униң орнида падишаһ болди.
29Вә шундақ болдики, у падишаһ болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти.
30Бу иш Йәробоамниң садир қилған гуналири һәм униң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири түпәйлидин болди; у шулар билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қаттиқ қозғиған еди.
31Надабниң башқа ишлири билән қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
32Аса вә Исраилниң падишаһи Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
33Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Ахияһниң оғли Бааша пүтүн Исраил үстигә Тирзаһта һөкүм сүрүшкә башлиди; у жигирмә төрт жил сәлтәнәт қилди.
34У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға патқузған гунайида маңди.