Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1»

Падишаһлар «1» 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигарниң сөзи Һананиниң оғли Йәһуға келип Баашани әйипләп мундақ дейилди: —
2«Мана, Мән сени топа-чаң ичидин чиқирип, хәлқим Исраилға һөкүмран қилип қойдум. Лекин сән Йәробоамниң йолида жүрүп хәлқим Исраилни гунаға путлаштурдуң, улар гуналири билән ғәзивимни қозғиди.
3Мана, Мән Баашани өз җәмәти билән сүпүрүп йоқитип, җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтигә охшаш қилимән.
4Баашадин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду».
5Баашаниң башқа ишлири вә униң қилғанлири билән қудрити тоғрисида «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
6Бааша өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Тирзаһта дәпнә қилинди; андин униң оғли Елаһ орнида падишаһ болди.
7Баашаниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә қилған барлиқ рәзиллиги түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң Баашаниң бешиға вә униң җәмәтиниң бешиға чүшүргини тоғрилиқ сөзи Һананиниң оғли Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Чүнки у Йәробоамниң җәмәти қилғиниға охшаш қилип өз қоллириниң ишлири (җүмлидин Йәробоамниң җәмәтини чепип өлтүргәнлиги) билән Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
8Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә алтинчи жилида, Баашаниң оғли Елаһ Тирзаһта Исраилға падишаһ болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
9Лекин униң җәң һарвулириниң йеримиға сәрдар болған хизмәткари Зимри униңға қәст қилди; Елаһ Тирзаһта Тирзаһтики ордисидики ғоҗидар Арзаниң өйидә шарап ичип мәс болғанда
10Зимри кирип уни чепип өлтүрди. Бу вақит Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жили еди. Зимри Елаһниң орнида падишаһ болди.
11У падишаһ болуп өз тәхтидә олтириши биләнла у Баашаниң барлиқ җәмәтини чепип өлтүрди; у униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди.
12Шундақ қилип Зимри Пәрвәрдигарниң Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ Баашани әйиплигән сөзини әмәлгә ашуруп, Баашаниң пүткүл җәмәтини йоқатти.
13Бу иш Баашаниң барлиқ гуналири билән униң оғли Елаһниң гуналири, җүмлидин уларниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири, әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғап, шундақ болди.
14Елаһниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
15Йәһуданиң падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Зимри Тирзаһта йәттә күн сәлтәнәт қилди. Хәлиқ Филистийләргә тәвә болған Гиббетонни қоршивелип баргаһ тиккән еди.
16Баргаһда турған халайиқ: — «Зимри қәст қилип падишаһни өлтүрди» дәп аңлиди. Шуниң билән пүткүл Исраил шу күни баргаһда қошунниң сәрдари Омрини Исраилға падишаһ қилди.
17Андин Омри Исраилниң һәммисини йетәкләп, Гиббетондин чиқип, Тирзаһни қоршиди.
18Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падишаһ ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди.

19Бу иш өзиниң гуналири үчүн, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилип, Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға путлаштурған гунада маңғини үчүн шундақ болди.
20Зимриниң башқа ишлири вә қәст қилғини тоғрисида «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21Амма Исраил хәлқи иккигә бөлүнүп, уларниң йерими Гинатниң оғли Тибнини падишаһ қилишқа униңға әгәшти; башқа йерими болса Омригә әгәшти.
22Әнди Омригә әгәшкән хәлиқ Гинатниң оғли Тибнигә әгәшкән хәлиқтин күчлүк чиқти. Тибни өлди; Омри падишаһ болди.
23Йәһуданиң падишаһи асаниң оттуз биринчи жилида Омри Исраилға падишаһ болуп он икки жил сәлтәнәт қилди. У Тирзаһта алтә жил сәлтәнәт қилди.
24У Шәмәрдин Самарийә егизлигини икки талант күмүчкә сетивелип, шу егизлик үстигә қурулушларни селип бир шәһәр бена қилип, уни егизликниң әслий егиси Шәмәрниң нами билән «Самарийә» дәп атиди.
25Омри Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди, өзидин илгәрки падишаһларниң һәммисидин бәттәр болуп яманлиқ қилди.
26У Нибатниң оғли Йәробоамниң һәммә йоллирида, шундақла җүмлидин униң Исраилни гунаға путлаштурған гунайи ичидә маңди; улар әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
27Омриниң башқа ишлири, униң қилғанлириниң һәммиси, көрсәткән қудрити тоғрисида «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
28Омри ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Аһаб орнида падишаһ болди.
29Йәһуда падишаһи Асаниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида Омриниң оғли Аһаб Исраилға падишаһ болди. Омриниң оғли Аһаб Самарийәдә жигирмә икки жил Исраилниң үстидә сәлтәнәт қилди.
30Амма Омриниң оғли Аһаб Пәрвәрдигарниң нәзиридә өзидин илгәркиләрниң һәммисидин ашуруп яманлиқ қилди.
31Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаһи Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди.
32У Самарийәдә ясиған Баалниң бутханиси ичигә Баалға бир қурбангаһ ясиди.
33Аһаб һәм бир «Ашәраһ бут»ниму ясатти; Аһаб шундақ қилип униңдин бурун өткән Исраилниң һәммә падишаһлириниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған ишлиридин ашуруп яманлиқ қилди.
34Униң күнлиридә Бәйт-Әллик Хиәл Йерихо шәһирини ясиди; лекин у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң нунниң оғли Йәшуа арқилиқ Йерихо тоғрилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.