4Шуниң билән Әйса уларға: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.
5Шуниң билән қоллирини бир қанчә бимарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди.
6Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.
7Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди. У он иккиләнни йениға чақирди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди;
8вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар,
9путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди.
10У йәнә: — Бир жутқа барғиниңларда, кимниң өйигә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар.
11Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
12Шуниң билән улар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа җар селип үндиди.
13Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бимарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти.
14Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падишаһ униң һәққидә аңлап: «Бу адәм чоқум өлүмдин тирилгән Чөмүлдүргүчи Йәһядур. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрситиду» дәйтти.