Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшуа - Йәшуа 6

Йәшуа 6:21-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
21Йәшуа у зиминни чарлап кәлгән икки адәмгә: — Силәр у паһишә хотунниң өйигә кирип, униңға бәргән қәсимиңлар бойичә уни вә униңға тәвә болғанларниң һәммисини елип чиқиңлар, деди.
22Шуниң билән икки чарлиғучи яш жигит кирип, Раһабни ата-аниси билән қериндашлириға қошуп һәммә нәрсилири билән елип чиқти; улар униң барлиқ уруқ-туққанлирини елип келип, уларни Исраилниң чедиргаһиниң сиртиға орунлаштуруп қойди.
23Халайиқ шәһәрни вә шәһәр ичидики һәммә нәрсиләрни от йеқип көйдүрүвәтти. Пәқәт алтун-күмүч, мис вә төмүрдин болған қача-қуча әсвапларни жиғип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә әкирип қойди.
24Лекин Йәшуа паһишә аял Раһабни, ата җәмәтидикиләрни вә униңға тәвә болғанлириниң һәммисини тирик сақлап қалди; у бүгүнгичә Исраил арисида туруватиду; чүнки у Йәшуа Йерихони чарлашқа әвәткән әлчиләрни йошуруп қойған еди.
25У чағда Йәшуа агаһ-бешарәт берип: — Бу Йерихо шәһирини қайтидин ясашқа қопқан киши Пәрвәрдигарниң алдида қарғиш астида болиду; у шәһәрниң улини салғанда тунҗа оғлидин айрилиду, шәһәрниң қовуқлирини орунлаштуридиған чағда кичик оғлидинму айрилиду, — деди.  
26Пәрвәрдигар Йәшуа билән биллә еди; униң нам-шөһрити пүткүл зиминға кәң тарқалди.

Read Йәшуа 6Йәшуа 6
Compare Йәшуа 6:21-26Йәшуа 6:21-26