Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 14

Римлиқларға 14:11-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Чүнки муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: — «Пәрвәрдигар дәйдуки: — Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду».  
12Шуңа, һәр биримиз Худа алдида өзимиз тоғрилиқ һесап беримиз.
13Шуниң үчүн, бир-биримизниң үстидин һөкүм қилғучи иккинчи бири болмайли. Буниң орниға шундақ һөкүм-қарарға келиңларки, һәр қандақ қериндашқа гунаға жиқитидиған бир нәрсини яки қапқанни қоймаслиқ керәк.
14Рәббимиз Әйсада болғанлиғимдин шуниңға қәтъий ишәндүрүлүп билимәнки, һәр қандақ нәрсә өзлигидин һарам әмәстур; лекин бир нәрсини һарам дәп қариған киши үчүн, у униңға һарамдур.
15Әгәр йемәклигиң түпәйлидин қериндишиңни азапқа қойған болсаң, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисән. Мәсиһ униң үчүн Өз җенини пида қилип өлгән, бу қериндишиңни йемәклигиң билән набут қилма!
16Әнди силәр яхши дәп қариған ишларниң яман дейилишигә сәвәпчи болуп қалмаңлар.
17Чүнки Худаниң падишаһлиғи йемәк-ичмәктә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһта болған һәққанийлиқ, енақлиқ-хатирҗәмлик вә шатлиқтидур.

Read Римлиқларға 14Римлиқларға 14
Compare Римлиқларға 14:11-17Римлиқларға 14:11-17