1Һәммә адәм өзлирини идарә қилғучи һоқуқ егилиригә бойсунсун. Чүнки Худа тиклимигән һөкүмәт йоқ; қайси һоқуқ-һөкүмәт мәвҗут болсила Худа тәрипидин тикләнгәндур.
2Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду
3(чүнки һөкүмранлар яхшилиқ қилғучиларға әмәс, бәлки яманлиқ қилғучиларға қорқунуч кәлтүриду). Һөкүмранлардин қорқушни халимаймән десәң, ундақта яхши әмәл қил. У чағда һөкүмәт тәрипидидин тәриплинисән.
4Чүнки һөкүмранлар сениң мәнпәитиң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, униңдин қорқушуң керәк! Һөкүмран қилични бекарға есивалмайду, у яманлиқ қилғучиға Худаниң ғәзивини көрситидиған җаза бәргүчи сүпитидә Худаниң хизмәтчисидур.
5Шуниң үчүн, һөкүмранларға бойсунуш керәк. Бу, пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки пак виҗданлиқ болуш үчүндур.
6Мошу сәвәптинму баҗ тапшуруңлар; һөкүмранлар болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқурушқа бекиткән хизмәткарлиридур.
7Һәр кимгә өз тегишлик һәққини төләңлар; ғәллә-парақ тапшурувалғучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиларға баҗни тапшуруңлар; еһтирамға тегишлик болғанларға еһтирам қилиңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанни һөрмәт қилиңлар.
8Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һеч кимгә һеч нәрсидин қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду.
9Чүнки «зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, нәпсанийәтчилик қилма» дегән пәрһизләр вә булардин башқа һәр қандақ пәрзләрму, «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бу әмиргә жиғинчақланған.
10Меһир-муһәббәткә берилгән киши өз йеқиниға һеч қандақ яманлиқ жүргүзмәйду; шуниң үчүн, меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурғучидур.
11Һазирқи вақитниң җиддийлиғини билип, шуларни қилиңлар. Чүнки биз үчүн аллиқачан уйқидин ойғиниш вақит-саити йетип кәлди. Чүнки дәсләпки етиқат қилған вақтимизға нисбәтән ниҗатимиз техиму йеқинлап қалди.
12Кечә өтүшкә аз қалди, күндүз йеқинлашти. Шуңа, қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қурал-ярақлирини кийәйли.
13Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, зина вә кәйп-сапаға, җедәл-маҗира вә һәсәтхорлуққа берилмәйли;
14әксичә өзүңларға Рәб Әйса Мәсиһни кийивелиңлар вә гунакар әттики арзу-һәвәсләрни қандақ қандурушни һеч ойлимаңлар.