1Әнди әй башқиларниң үстидин һөкүм қилидиған инсан, ким болушуңдин қәтъийнәзәр банә көрситәлмәйсән; чүнки башқилар үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, шу ишта өз гунайиңни бекитисән. Чүнки әй һөкүмчи, сән өзүңму уларға охшаш ишларни қиливатисән.
2Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши мутләқ һәқиқәткә асасланғандур.
3Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән?
4Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән?
5Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән.
6Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду.
7Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду;
8лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду;
9яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду;
10бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду.
11Чүнки Худада адәмниң йүз-хатирисини қилиш йоқтур.
12— чүнки Тәврат қанунини билмәй гуна садир қилғанларниң һәр бири Тәврат қануниниң һөкүмигә учримисиму, әйипкә учрап һалак болиду; Тәврат қанунини билип туруп гуна садир қилғанларниң һәр бири бу қанун бойичә сораққа тартилиду
13(чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду.
14Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду.
15Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду)
16— мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду.
17Сәнчу, әгәр өзүңни Йәһудий дәп атап, Тәврат қануниға үмүт бағлап, Худаға тәвәмән дәп махтансаң,
18қанундин үгинип униң ирадисини билип, есил билән пәсни пәриқ әткән болсаң,
19Тәврат қанунидин билим вә һәқиқәтниң җәвһиригә егә болдум дәп қарап, өзүңни корларға йол башлиғучи, қараңғуда қалғанларға маяк, наданларға үгәткүчи, гөдәкләргә устаз дәп ишәнгән болсаң —
21әнди сән башқиларға тәлим берисәну, өзүңгә бәрмәмсән? Оғрилиқ қилмаңлар дәп вәз ейтисәну, өзүң оғрилиқ қиламсән?
22«Зина қилмаңлар» — дәп вәз ейтийсәну, өзүң зина қиламсән? Бутлардин нәпрәтлинисәну, өзүң бутханилардики нәрсиләрни булаң-талаң қиламсән?
23Тәврат қануни билән махтинисәну, өзүң шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрәмсән?!
24Худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта».
25Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду.
26Әнди хәтнисизләр қанунниң тәләплигә әмәл қилса, гәрчә хәтнисиз болсиму, Худа тәрипидин хәтнилик һесапланмамду?
27Тәврат қанун дәстуридин хәвәрдар вә хәтнилик туруқлуқ қанунға хилаплиқ қилғучи, и Йәһудий, қанунға әмәл қилидиған җисманий хәтнисизләр тәрипидин сениң гунайиң үстидин һөкүм чиқириливатмамду?
28Чүнки сиртқи көрүнүши Йәһудий болсила уни һәқиқий Йәһудий дегили болмайду, сиртқи җәһәттики җисманий хәтниниму һәқиқий хәтнә дегили болмайду,
29роһида Йәһудий болғини һәқиқий Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, Роһтиндур. Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду.