Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға

Римлиқларға 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән;
2уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.
3Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр  
4(улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).
5Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр.
6Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр.
7Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.
8Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
9Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
10Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
11Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
12Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк сиңлим Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
13Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
14Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.
16Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!
17Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.
18Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.

19Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән.
20Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду. Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
21Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам.
22(ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).
23Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.
24Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
25Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға шан-шәрәп болғай!
26Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди;
27шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин!