8Әнди шу һәққанийлиқ немә дәйду? — «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — бу сөз-калам дәл биз җакалайдиған етиқатниң сөзидур.
9Демәк, «Әйсаниң Рәб екәнлигини ағзиң билән етирап қилсаң вә қәлбиңдә Худаниң уни өлүкләр арисидин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән»!
10Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду.
11Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас».
12Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду.
13Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».
14Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун?
15Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».
16Бирақ, худди Йәшая пәйғәмбәрниң «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс.