Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 5

Луқа 5:1-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шундақ болдики, у Гиннисарәт көлиниң бойида турғанда, халайиқ Худаниң сөз-каламини аңлаш үчүн униң әтрапиға олишип қистилишип туратти.
2У көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар болса кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти.
3У кемиләрдин биригә, йәни Симонниңкигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни илтимас қилди. Андин у кемидә олтирип топ-топ халайиққа тәлим бәрди.
4Сөзи түгигәндин кейин, у Симонға: — Кемини чоңқуррақ йәргә һайдап берип, белиқларни тутушқа торлириңларни селиңлар, — деди.
5Симон униңға җавапән: — Устаз, биз пүтүн кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ. Бирақ сениң сөзүң билән торни салсам салай, деди.
6Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди.
7Шуниң билән улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә келишкә ишарәт қилишти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливиди, кемиләр чөкүп кетәй дәп қалди.
8Симон Петрус бу ишни көрүп, Әйсаниң тизлири алдида жиқилип: — Мәндин жирақлашқайсән, и Рәб! Чүнки мән гунакармән! — деди.
9Чүнки бунчә көп белиқ тутулғанлиғидин у вә униңға һәмраһ болғанлирини һәйранлиқ басқан еди.
10Вә Симонниң шериклири — Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәм шундақ һәйран қалди. Әнди Әйса Симонға: — Қорқмиғин, буниңдин кейин сән адәм тутқучи болисән — деди.  
11Улар кемиләрни қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап қоюп, униңға әгишип маңди.
12Шундақ болдики, у шәһәр-йезиларниң биридә болғанда, мана шу йәрдә, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм бар еди; у Әйсани көрүпла униң айиғиға өзини етип униңдин: — Тәхсир, әгәр сән халисаң, мени сақайтип пак қилалайсән! — дәп ялвурди.  
13Әйса қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пакланғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили дәрһал униңдин кәтти.

Read Луқа 5Луқа 5
Compare Луқа 5:1-13Луқа 5:1-13