Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 11

Йәшая 11:2-7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Вә Пәрвәрдигарниң Роһи, Йәни даналиқниң вә йорутушниң Роһи, Несиһәт вә күч-қудрәтниң Роһи, Билим вә Пәрвәрдигардин әйминишниң Роһи униң үстигә чүшүп туриду;  
3Униң хурсәнлиги болса Пәрвәрдигардин әйминиш ибарәт болиду; У көзи билән көргинигә асасән һөкүм чиқармайду, Яки қулиқи билән аңлиғиниға асасән кесим қилмайду.
4У намратларға һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду, Йәр йүзидики мискин-мөминләр үчүн адаләт билән кесим қилиду. У җаһанни ағзидики закон тайиғи билән уриду, Рәзилләрни ләвлиридин чиққан нәпәси билән өлтүриду.
5Униң бәлвеғи һәққанийлиқ, Чатрақлиғи болса садиқлиқ болиду.
6Бөрә болса қоза билән биллә туриду, Илпиз оғлақ билән биллә, Мозай, аслан вә бордақ кала билән биллә ятиду; Уларни йетилигүчи кичик бир бала болиду.
7Кала ейиқ билән биллә озуқлиниду, Уларниң балилири биллә йетишиду, Шир болса калидәк саман йәйду.

Read Йәшая 11Йәшая 11
Compare Йәшая 11:2-7Йәшая 11:2-7