1Уззия Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падишаһ болған вақитларда, йәр тәврәштин икки жил илгири, Тәкоадики чарвичилар арисидики Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири: —
2У: «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Падичиларниң отлақлири матәм тутиду, Кармәл чоққиси ғазаңлишиду» — деди.
3Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Дәмәшиқниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди;
4Шундақла Һазаәлниң өйигә бир от әвәтимән, У Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
5Дәмәшиқ дәрвазисидики төмүр балдақни сундуриветимән, Авән җилғисида турғучини, Бәйт-Едәндә шаһанә һасисини тутқучини үзүп ташлаймән; Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
6Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Газа шәһириниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти.
7Һәм Мән Газаниң сепилиға от әвәтимән, У униң ордилирини жутувалиду;
8Мән Ашдодта турғучини, Ашкелонда шаһанә һасини тутқучини үзүп ташлаймән, Әкрон шәһиригә қарши қол көтиримән; Филистийләрниң қалдуғи йоқилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
9Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Турниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, Шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди.
10Һәм Мән Турниң сепилиға от әвәтимән, От униң ордилирини жутувалиду.
11Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Едомниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у барлиқ рәһим-шәпқәтни ташливетип, Қилич билән өз қериндишини қоғлиған; У йирилғидәк ғәзәптә болуп, Дәрғәзиптә болған һалитини һемишә сақладу;
12Һәм Мән Теман шәһиригә от әвәтимән, От Бозраһниң ордилирини жутувалиду».
13Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Аммонниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти.
14Һәм Мән Раббаһниң сепилиға от яқимән, Җәң күнидә қия-чиялар ичидә, Қара қуюнниң күнидә қаттиқ боран ичидә, От униң ордилирини жутувалиду;
15Һәм уларниң падишаһи әсиргә чүшиду, — У әмирлири билән биллә әсиргә чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар.