1Пәрвәрдигар силәрни әйипләп ейтқан бу сөз-каламни аңлаңлар, и Исраил балилири, Йәни Мән Мисир зиминидин елип чиқарған бу пүткүл җәмәт: —
2«Йәр йүзидики барлиқ җәмәтләр арисидин пәқәт силәрни тонуп кәлдим; Шуңа үстүңларға барлиқ қәбиһликлириңларниң җазасини чүшүримән».
3Икки киши бир нийәттә болмиса, қандақму биллә маңалисун?
4Олҗиси йоқ шир орманда һөкирәмду? Аслан һеч немини алмиған болса угисида һувламду?
5Қапқанта йәмчүк болмиса қуш йәргә жиқиламду? Алғидәк нәрсә болмиса, қисмақ йәрдин етилип чиқамду?
6Шәһәрдә агаһ канийи челинса, хәлиқ қорқмамду? Пәрвәрдигар қилмиған болса, шәһәргә яманлиқ чүшәмду?
7Рәб Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләргә авал ашкарилимай туруп, У һеч иш қилмайду.
8Шир һөкиригән турса, ким қорқмайду? Рәб Пәрвәрдигар сөз қилғанда, ким Униң бешаритини йәткүзмәй туралайду?
9Ашдодтики қәлә-ордиларда, Шундақла Мисирдики қәлә-ордиларда елан қилип: — «Самарийә тағлири үстидә жиғилиңлар, Униң оттурисидики зор қийқас-сүрәнләрни, Униң ичидики җәбир-зулумларни көрүп беқиңлар» — дәңлар.
10— Улар һәқ иш қилишни билмәйду — дәйду Пәрвәрдигар, — Улар ордилириға зулум-зораванлиқ билән тартивалғанлирини һәм олҗиларни җуғлиғучилар!
11Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана бир яв! У зиминни қоршивалди! У мудапиәңни елип ташлайду, Қәлә-ордилириң булаң-талаң қилиниду.
12Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Падичи ширниң ағзидин қойниң икки путини яки қулиқиниң бир парчисини қутқузуп алғандәк, Самарийидә олтарған Исраилларму шундақ қутқузулиду, — Шәһәрдә пәқәт кариватниң бир бүҗиги, Дивандики бир парчә Дәмәшиқ либасила қалиду!
13— Аңлаңлар, Яқупниң җәмәтидә гувалиқ бериңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа,
14— Мән Исраилниң асийлиқлирини өз бешиға чүшүргән күнидә, Бәйт-Әл шәһириниң қурбангаһлириниму җазалаймән; Қурбангаһниң бүҗәклиридики мүңгүзләр кесиветилип йәргә чүшүрүлиду.
15Мән «Қишлиқ Сарай» вә «Язлиқ Сарай»ни бирақла уруветимән; Пил чиши өйләрму йоқилип кетиду, Көплигән өйләр түгишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.