11Шу вәҗидин сән вә сениң гуруһиңдикиләр һәммиси жиғилип Пәрвәрдигарға қарши чиқиветипсиләр-дә; Һарун немиди, силәр униң үстидин шунчилик ағринип ғотулдишип кәткидәк? — деди.
12Муса Елиабниң оғли Датан билән Абирамни қичқирип келишкә адәм әвәтивиди, улар: — Бармаймиз!
13Сениң бизни сүт билән һәсәл ақидиған зиминдин башлап чиқип бу чөл-җәзиридә өлтәрмәкчи болғанлиғиңниң өзи кичик ишму? Сән техи өзүңни падишаһ һесаплап бизниң үстимиздин һөкүмранлиқ қилмақчиму?
14Һалбуки, сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған жутқа башлап кәлмидиң, етиз вә үзүмзарлиқларниму бизгә мирас қилип бәрмидиң. Сән бу хәқниң көзиниму оювалмақчиму? Биз бармаймиз! — деди.
15Буни аңлап Муса қаттиқ ғәзәплинип Пәрвәрдигарға: — Уларниң соғат-һәдийәсигә етивар қилмиғайсән; мән уларниң һәтта бирәр ешигиниму тартивалмидим, бирәр адимигиму һеч зиян-зәхмәт йәткүзмидим, — деди.
16Муса Кораһқа: — Әтә сән вә сениң гуруһиңдикиләр — сән, улар вә Һарун Пәрвәрдигарниң алдиға келиңлар.
17Һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни әкилип униң үстигә хушбуйни селиңлар; һәр бириңлар өзүңларниң хушбуйданлириңларни, йәни җәмий икки йүз әллик хушбуйданни елип уни Пәрвәрдигарниң һозурида тутуп туруңлар; сәнму, Һарунму һәр бириңлар өз хушбуйданлириңларни елип келиңлар, — деди.