5У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди;
6у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду.
7Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди.
8Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди.
9Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар.
10Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр.
11Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаһқа даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди.