Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 2

Росулларниң паалийәтлири 2:24-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25Давут Зәбурда у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
26Шуңа мениң қәлбим хошалланди, Мениң тилим шатлинип яйриди; Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән.
28Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».  
29Қериндашлар, мән атимиз падишаһ Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.

Read Росулларниң паалийәтлири 2Росулларниң паалийәтлири 2
Compare Росулларниң паалийәтлири 2:24-29Росулларниң паалийәтлири 2:24-29