Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 2

Росулларниң паалийәтлири 2:2-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди.
3От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди.
4Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.
5У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.
6Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә етиқатчиларниң өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.
7Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип: — Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу?
8Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз?
9Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
10Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти.
12Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
13Амма бәзиләр: — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
14Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
15Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17— «Худа мундақ деди: «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;  
18Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.
19Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
20Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
21Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».  
22Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —

Read Росулларниң паалийәтлири 2Росулларниң паалийәтлири 2
Compare Росулларниң паалийәтлири 2:2-22Росулларниң паалийәтлири 2:2-22