Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 10

Римлиқларға 10:10-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду.
11Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас».   
12Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду.   
13Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».  
14Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун?
15Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».  
16Бирақ, худди Йәшая пәйғәмбәрниң «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс.   
17Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду.
18Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди: — «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти».  
19Йәнә шуни сораймәнки, Исраиллар шу хәвәрдин вақип болмиғанмиду? Алди билән, Муса Исраилға мундақ бешарәт бәргән: — ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, Надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».  
20Кейин, Йәшая пәйғәмбәр интайин жүрәклик һалда шу бешарәтни берип: — «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — деди.  
21Лекин, У Исраиллар һәққидә: — «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — дәйду.  

Read Римлиқларға 10Римлиқларға 10
Compare Римлиқларға 10:10-21Римлиқларға 10:10-21