Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Маркус - Маркус 6

Маркус 6:19-41

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Шуниң үчүн Һеродийә Йәһяға адавәт сақлайтти; уни өлтүрмәкчи болған болсиму, лекин шундақ қилалмайтти.
20Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.  
21Амма Һеродийә күткән пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди;
22һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падишаһ қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди.
23Андин у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишаһлиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.
24Қиз сиртқа чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди.
25Қиз дәрһал падишаһниң алдиға алдирап кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди.
26Падишаһ буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди.
27Шуңа падишаһ дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип,   
28уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди.
30Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти.
31Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди.
32Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди.
33Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти.
34Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.
35Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти.
36Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди.
37Лекин у уларға җавапән: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. Мухлислар униңдин: — Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.
38Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин: — Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.
39У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди.
40Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти.
41У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди.

Read Маркус 6Маркус 6
Compare Маркус 6:19-41Маркус 6:19-41