Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 20

Луқа 20:19-34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Баш каһинлар вә Тәврат устазлири униң бу тәмсили өзлиригә қаритип ейтқанлиғини билип шу һаман униңға қол селиш йолини издиди; лекин улар халайиқтин қорқушти.
20Шуңа улар униң кәйнидин марап, уни Рим валийисиниң һөкүмранлиғида сораққа тартишқа тапшуруш үчүн бир нәччә адәмләрни сетивелип, соқунуп киришкә әвәтти. Улар сәмимий қияпәткә киривелип, униң сөзидин йочуқ издәп жүрәтти.   
21Улар униңға мундақ соал қойди: — Әй устаз, силини дурус сөз қилидиған вә дурус тәлим беридиған, һеч қандақ адәмниң йүз-хатирисини қәтъий қилмайдиған, бәлки Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватқан адәм дәп билимиз.
22Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?».
23Амма у уларниң һейлисини көрүп йетип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр?
24Маңа бир күмүч динар көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — деди. Улар униңға: Қәйсәрниңки, — деди.
25Вә у уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.   
26Улар халайиқниң алдида униң сөзлиридин уни тутувалғидәк һеч қандақ йочуқ тапалмиди. Улар униң бу җававиға һәйрануһәс болуп, зувани тутулди.
27Вә «өлгәнләр тирилмәйду» дәп инкар қилидиған Садуқийларниң бәзилири униң алдиға келип соал қоюп мундақ деди:  
28— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта бизгә: «Аяли бар, амма пәрсәнд көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.  
29Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрсәнд көрмәй аләмдин өтти.
30Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрсәнд көрмәй аләмдин өтти.
31Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрсәнд көрмәй өлди.
32Һәммисидин кейин аялму өлди.
33Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу аләмниң пәрсәндлири өйлиниду, ятлиқ болиду.

Read Луқа 20Луқа 20
Compare Луқа 20:19-34Луқа 20:19-34