57Елизабитниң туғутиниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди.
58Әнди униң қолум-хошнилири вә уруқ-туққанлири Пәрвәрдигарниң униңға көрсәткән меһри-шәпқитини шунчә улғайтқанлиғини аңлап, униң билән тәң шатланди.
59Вә шундақ болдики, бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, халайиқ балиниң хәтнисини қилғили кәлди. Улар униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қоймақчи болушти.
60Лекин аниси җавапән: — Яқ! Исми Йәһя аталсун — деди.
61Улар униңға: — Бирақ уруқ-җәмәтиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти.
62Шуниң билән улар балиниң атисидин пәрсәндиңизгә немә исим қоюшни халайсиз, дәп ишарәт билән сорашти.
63У бир парчә мом тахтайни әкилишни тәләп қилип: «Униң исми Йәһядур» дәп язди. Һәммәйлән интайин һәйран қелишти.