1Лекин Исраил «һарам» нәрсиләр үстидә итаәтсизлик қилди; чүнки Йәһуда қәбилисидин болған Зәраһниң чәвриси, Забдиниң нәвриси, Карминиң оғли Ақан дегән киши һарам дәп бекитилгән нәрсиләрдин алған еди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди.
2Йәшуа Йериходин Бәйт-Әлниң шәриқ тәрипидики Бәйт-Авәнниң йенида болған Айи шәһиригә бир нәччә адәм әвәтип уларға: — У йәргә чиқип у зиминни чарлап келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән у адәмләр чиқип Айи зиминини чарлап кәлди.
3Улар қайтип келип, Йәшуаға: — Һәммә хәлиқниң у йәргә беришиниң һаҗити йоқ екән, икки-үч миңчә адәм болсила айиға һуҗум қилип уни егилийәләйду; у йәрдә олтиришлиқ кишиләр аз болғачқа, пүткүл хәлиқни аварә қилип у йәргә әвәтмигин, — деди
4Шуниң билән хәлиқтин үч миңчә киши у йәргә чиқти; лекин булар Айиниң адәмлири алдидин қечип кетишти.
5Айиниң адәмлири улардин оттуз алтичә кишини уруп өлтүрди; қалғанларни сепил қовуқиниң алдидин Шебаримғичә қоғлап берип, у йәрдики даванда уларни уруп мәғлуп қилди. Андин хәлиқниң жүриги су болуп, қаттиқ сарасимгә чүшти.
6Йәшуа кийимлирини житип, Исраилниң ақсақаллири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида йәргә дүм жиқилип, башлириға топиларни чечип, у йәрдә кәч киргичә йетип қалди.