Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәшая - Йәшая 1

Йәшая 1:15-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда, Көзүмни силәрдин елип қачимән; Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; Чүнки қоллириңлар қанға боялди.
16Өзүңларни жуюп, паклиниңлар; Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар, Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар;
17Яхшилиқ қилишни үгиниңлар; Адиллиқни издәңлар, Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар, Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар, Тул хотунларниң дәвасини сораңлар.
18Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар, Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, Йәнила қардәк ақириду; Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму, Жуңдәк апақ болиду.  
19Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
21Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.  
24Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни җазалап пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;
25Қолумни үстүңгә тәккүзүп, Сени тавлап, сәндики дашқални тәлтөкүс тазилаймән, Сәндики барлиқ арилашмиларни елип ташлаймән.
26Һөкүмран-сорақчилириңларни авалқидәк, Мәслиһәтчилириңларни дәсләптикидәк һалға кәлтүримән. Кейин сән «Һәққанийлиқниң Макани», «Садиқ Шәһәр» — дәп атилисән.
27Әнди Зион адиллиқ билән, Вә униңға қайтип кәлгәнләр һәққанийлиқ билән қутқузулуп һөр қилиниду.
28Бирақ асийлар вә гунакарлар бирдәк уҗуқтурулиду, Пәрвәрдигардин йүз өригүчиләр болса һалак болиду.
29Шу чағда силәр тәшна болған дуб дәрәқлиридин номус қилисиләр, Таллиған бағлардин хиҗил болисиләр.
30Чүнки өзүңлар худди йопурмақлири қуруп кәткән дуб дәриғидәк, Сусиз қуруқ бир бағдәк болисиләр.

Read Йәшая 1Йәшая 1
Compare Йәшая 1:15-30Йәшая 1:15-30