Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 10

Чөл-баявандики сәпәр 10:10-16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән канайлар силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
11Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;
12шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди.
13Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди.
14Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.
15Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди.
16Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди.

Read Чөл-баявандики сәпәр 10Чөл-баявандики сәпәр 10
Compare Чөл-баявандики сәпәр 10:10-16Чөл-баявандики сәпәр 10:10-16