Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 4

Росулларниң паалийәтлири 4:8-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди: Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири!
9Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
10силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң күч-қудрити арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур.   
12Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.
13Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән һөкүмранлар уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти; уларниң бурун Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.
14Униң үстигә, сақайған һелиқи адәмниң уларниң йенида туруватқанлиғини көрүп, улар һеч қандақ гәп яндуралмиди.
15Шуниң билән һөкүмранлар уларни кеңәшмидин чиқишқа буйруди. Андин бир-бири билән мәслиһәтлишип:
16— Буларни қандақ қилимиз? Чүнки уларниң вастиси билән хелә көрүнәрлик мөҗизилик бир аламәт йүз бәргәнлиги пүткүл Йерусалимдикиләргә аян болди вә биз уни инкар қилишқа амалсизмиз.
17Лекин бу ишниң хәлиқ ичидә техиму кәң йейилип кәтмәслиги үчүн, уларға бундин кейин бу адәмниң намида һеч кимгә һеч немә демәсликкә агаһ-тәһдит салайли! — дейишти.
18Шуниң билән уларни чақиртип, бундин кейин Әйсаниң намида һеч сөзлимәслик яки тәлим бәрмәсликни қәтъий буйруди.
19Лекин Петрус билән Юһанна: — Худаниң алдида силәргә итаәт қилиш тоғриму яки Худағиму, буниңға өзүңлар бир немә дәңлар!
20Амма биз болсақ, көргән вә аңлиғанлиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.
21Һөкүмранлар болса халайиқтин қорқуп, уларни җазалашқа лайиқ сәвәп тапалмай, уларға техиму тәһдит селип, қоюп бәрди. Чүнки халайиқ болған вақиә түпәйлидин Худани улуқлиған еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 4Росулларниң паалийәтлири 4
Compare Росулларниң паалийәтлири 4:8-21Росулларниң паалийәтлири 4:8-21