Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 28

Росулларниң паалийәтлири 28:22-31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
22Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң сән тәвә болған бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.
23Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бекитти. У күни нурғун кишиләр униң туралғусиға кәлгән еди; у таң атқандин кәчкичә уларға сөз-каламни шәрһләп, Худаниң падишаһлиғи һәққидә толуқ гувалиқ берип, Тәврат һәм пәйғәмбәрләрниң язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни Әйса тоғрилиқ қайил қилишқа күчиди.   
24Униң сөзлиригә бәзиләр ишәндүрүлди, бәзиләр ишинишни рәт қилди.
25Улар Павлусниң мундақ бир сөзни қилиши билән өз ара келишәлмәй қайтип кәтти. У мундақ деди: — Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ата-бовилиримизға муну сөзни дәл җайида ейтқан:
26— «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
27Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим»».  
28Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң бу ниҗатлиғи ят әлликләргә әвәтиливатиду. Улар болса униңға қулақ салмай қалмайду! — деди. У бу сөзләрни ейтқанда Йәһудийлар өз-ара қаттиқ талаш-тартиш қилишип кәтти.
30Павлус өзи иҗаригә алған өйдә толуқ икки жил турди вә бу йәрдә униң билән көрүшүшкә кәлгән һәммә кишиләрни қобул қилип,
31толиму жүрәклик билән һәм һеч тосалғуға учримай, Худаниң падишаһлиғини җар қилип, Рәб Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрни йәткүзүп тәлим бәрди.

Read Росулларниң паалийәтлири 28Росулларниң паалийәтлири 28
Compare Росулларниң паалийәтлири 28:22-31Росулларниң паалийәтлири 28:22-31